Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушида мәсилә көп
2007.06.12
Хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң апәт район һәмдә намрат йезиларда елип бериватқан йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши келәр йилиғичә тамамланмақчи. Әмма игилигән мәлуматлиримизға қариғанда һөкүмәт мәхсус мәбләғ аҗратқан бу қурулуш җәрянида нурғун сахтилиқлар мәвҗут болуп, деһқанларни чидамлиқ өйләргә көчүрүш хизмитигә мәсул йәрлик кадирлар бу җәрянда һоқуқидин пайдилинип хиянәтчилик қилмишлиридин сақлиналмиған.
Лекин хитай даирлири йәнила бу йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши ишлириниң мәсилиләрдин хали һалда интайин яхши тәлтөкүс елип берилғанлиқини тәшвиқ қилмақта.
Йәр тәврәш апитиниң зиянлири
2003 - Йили 24 - феврал пәйзиват вә маралбеши наһийилирини асас қилип йүз бәргән 6.8 Бал дәриҗидики йәр тәврәш, уйғур ели тарихида йүз бәргән әң еғир йәр тәврәш апити болуп, 50 миңдин артуқ хәлқ апәткә учриди.Хитай һөкүмәт мәтбуатлири әйни чағда, мәзкур йәр тәврәштә өлгәнләр сани 268, яриланғанлар 4000 дин ашти, 8800 өй өрүлди, йәнә 900дин артуқ синиплар өрүлди дәп хәвәр елан қилди, әмма чәтәл мәтбуатлири һәмдә йәрлик амма, апәткә учраш әмәлий әһهвалиниң униңдинму еғир болғанлиқини билдүргән иди.
Мәзкур апәттин кейин хитай һөкүмити мушуниңға охшаш тәбиий апәтләрниң техиму көп зиянлар кәлтүрүп чиқиришниң алдини елиш үчүн уйғур елидики йәр тәврәш бәлвеғиға җайлашқан қәшқәр, атуш, ақсу, хотәнниң бәзи җайлирини асас қилған, намрат һәм апәт районлирида 2004 - йили2 - айдин башлап бәш йил ичидә, намрат деهһқанларни йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә көчүрүш үчүн, җәмий бир милярд йүән мәбләғ селип буни үч йилға бөлүп әмәлийләштуридиғанлиқини елан қилди.Һазир хитай һөкүмитиниң йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләрни селиш қурулушиниң ахирқи мәзгили һесаблиниду.
Хитай даирилириниң хәлиққә бәргән вәдилири
Даириләр бу қурулушни 2008 - йилиниң ахириғичә пүтүнләй тамамлап уйғур ели буйичә җәмий икки милйон 10 миң намрат деһқанни пишшиқ хишларда селинған чидамлиқ йеңи өйләргә көчүрүп кирмәкчи.
Бир қанчә күндин буян қәшқәр вилайәтлик һөкүмәтниң тор бетидә қәшқәрдә селиниватқан йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушиниң % 99 ниң өлчәмгә лайиқ икәнлики,һәр бир аилиниң пишшиқ кесәктин селинған чидамлиқ өйләргә көчүп кириши үчүн киши бешиға тоғра келидиған ярдәм соммисиниң 18миң 700йүән әтрапида икәнликини, дөләт һәмдә йәрлик һөкүмәт даирлири аҗратқан бу мәбләғниң җайида ишлитилип қурулуш җәрянида һечқандақ мәсилә көрүлмигәнлики, қурулушниң пиланлиған вақиттин бурун пүткүзүшкә капаләтлик қилидиғанлиқи һәққидә мәхсус хәвәрләр берилди.
Қурулушниң чидамлиғи тоғрисидики телефон зияритимиз
Биз қәшқәр йезилирида селиниватқан йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушиниң әһвали һәққидә техиму тәпсили мәлумат елиш үчүн мәлум йезиниң кәнт кадирини зиярәт қилған болсақму у киши соаллиримизға чала - пучуқ җаваб қайтурди.
Гәрчә бу кәнт кадири йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушиниң яхши үнүмлүк елип бериливатқанлиқини ейтқан болсиму әмма дәл шу йезидики бир деһқан болса бу қурулушниң һөкүмәт тәшвиқатида ейтилғандәк әмәсликини йәнила көп сандики деһқанниң өйни пүттүрүшкә қурби йәтмәйватқанлиқини билдүрди.
Илгириму бу һәқтә қәшқәрдики бәзи деһқанлар радиомизға инкас қилип, һәтта бәзи йезиларда йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулушиға мәсул йәрлик кадир һәм орунларниң юқири дәриҗилик орунларниң тәкшүрүшидин өтүш үчүнла ясалмилиқ қилип деһқанларниң өйлириниң коча тәрәпкә қарайдиған тамлиринила пишшиқ кесәктә қуруп қойғанлиқини бу җәрянда шәкилвазлиқ, хиянәтчилик қилмишлириниң еғирлиқини мәлум қилған иди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Улуғчатта йәр тәвриди
- Ғәмгә патқан йәр тәврәш бәлвеғи
- Йеқин кәлгүсидә тәңритағда еғир йәр тәврәши мумкин икән
- Хитайниң бихәтәр өй қурулуши уйғурларға қандақ мәнпәәт илип кәлди?
- Хитай һөкүмитиниң тәшвиқати билән әмәлийити бирдәкму ?
- Или дәря вадисида кәлкүн апити еғирлашмақта
- Апәт қалдурған ярилар
- Йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләр қурулуши үчүн деһқанлар көп чиқим тартмақта
- Җяңшида қаттиқ йәр тәвриди
- "Рита" чапқуни салған зиян мөлчәрлигәндин төвән болди
- Мексика қолтуқиға "катрина" чапқунидин кейин "рита" келиватиду
- Хитай һөкүмити өзлири ейтқандәк тәбиий әпәтләрдики өлүм – йетим санини елан қиламду?
- Уйғур елидә 230 миң адәм кәлкүн апитиниң зийиниға учриди