Ишләпчиқириш қурулуш армийисидә ишлигән уйғур зиялийси йәр -земин мәсилиси һәққидә тохталди
2006.09.07
Йеқинқи йиллардин буян, гәрчә хитай һөкүмити йәр - земин мәсилиси һәққидә давамлиқ йеңи сиясәтләрни чиқирип, йәр -земин қануниға йеңи мәзмунларни қошуп келиватқан болсиму, пуқраларниң йәр -земини йәрлик һөкүмәт тәрипидин халиғанчә тартивелинидиған һәтта тартивелинған җайниң төләм һәққини бәрмәйдиған әһваллар хитайниң һәммила җайида дегидәк мәвҗут болуп турмақта. Хитай өлкилиридә бу хил әһвал күнсери еғирлашқанлиқтин, йәрлик хәлқ мәркизи һөкүмәт орунлириға берип дава қилишқа башлиған. Лекин дава қилғучилар давамлиқ сақчилар тәрипидин бастурулуп һәтта қолға елинип, зиддийәт техиму күчийишкә башлиған. Уйғур елидә болса, гәрчә бу хил тоқунушлар очуқ ашкара һалда оттуриға чиқмиған болсиму, өз маканидин айрилип қеливатқан уйғур хәлқиниң һөкүмәткә болған наразилиқи барғансери күчәйгән.
Йеқинда радиомизниң зияритини қобул қилған, бундин илгири узун йил ишләпчиқириш қурулуш армийисидә ишлигән уйғур зиялийси елшат әпәнди "йәр мәсилисигә кәлсәк, хитай өлкилиридә, мәйли қандақ болуштин қәтий нәзәр, йәр земинидин айрилип қалғанлар юқирилап дава қилиш әркинликигә игә. Лекин уйғур елидә болса, өз маканидин айрилип қеливатқан уйғурлар һәргизму хитайлар билән тәң туралмайду " дәп тәкитләп, өзи турған ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң йәр мәсилисидә нәқәдәр зомигәрлик қилидиғанлиқини ашкарилиди.
Елшат әпәнди сөһбәт җәрянида, йәр земинидин айрилип қалған бир қисим уйғурлар гәрчә йәр мәсилиси һәққидә ишләпчиқириш қурулуш армийисини әрз қилип дава қилишқа тиришқан болсиму, ахирқи һесабта сотта йәнила йеңәлмәйдиғанлиқини һәтта төләм пулиғиму толуқ еришәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Елшат әпәнди сөһбәт җәрянида йәнә, хитай өлкилиридә йәрсиз қалған хитай деһқанлириниң уйғур елигә келип, бинәм йәр ачимиз дәп, нурғун йәргә игә болуватқанлиқини һәтта намрат уйғур деһқанлирини қул қилип ишлитидиғанлиқини ейтти. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити йәр -земин мәсилиси һәққидә йеңи сиясәт бекитти
- Қәшқәрниң образи өзгәртилмәктә
- Өз йеридә күн көрәлмигән хитай деһқанлири уйғур елидә бейимақта
- Өз терилғу йиридин айрилип қеливатқан деһқанлар барғансери көпәймәктә
- Ақсу шәһәр йеңи базардики уйғурлар мәҗбури көчүрүлмәктә
- Ғулҗидики мәҗбурий өй көчүрүшкә қаршилиқ қилип яриланған абдукерим хәтәр басқучидин өтти
- Хитай сақчилири ғулҗида мәҗбурий көчүрүлүшкә қарши чиққан бир уйғурға оқ чиқарди