Өз йеридә күн көрәлмигән хитай деһқанлири уйғур елидә бейимақта


2006.07.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йеқинқи йиллардин буян, хитай өлкилиридики деһқанлар өз йәр -зиминини ташлап, шәһәрләргә кирип мәдикарлиқ қилидиған әһвал еғирлишиш билән бир вақитта, өз терилғу йеридин айрилип қалғучилар саниму барғансери көпәйгән. Лекин адәмни һәйран қалдуридиғини, өз земинида йәрсиз қалған бу хитай деһқанлири уйғур елигә еқип кирип, қисқиғинә вақит ичидә түрлүк йоллар арқилиқ, тәсәввур қилғусиз һаләттә бейип кәткән.

Йеқинда радиомизниң зияритини қобул қилған уйғур елиниң җәнуби районидики бир уйғур деһқан мәзкур җайдики уйғур вә хитай деһқанлириниң турмуш сәвийисиниң асман - йәр пәрқлинидиғанлиқини сөзләп бәрди. Униң билдүрүшичә, мәзкур җайға хитай өлкилиридин еқип келиватқан деһқанлар сани барғансери көпишиш билән бир вақитта, уларниң турмуш сәвийисиму наһайити тез сүрәттә өрләп кәткән. Шундақла һәрқандақ бир хитай деһқининиң нәччә йүз му һәтта миң молап йери болуп, улар һечқачан уйғур деһқанлириға охшаш һашар әмгикигә чиқип бақмиған, әксичә, һашардин баш көтүрәлмәй, өз терилғу йеридин ваз кәчкән уйғур деһқанлири бай хитай деһқанлириниң етизида күнлүк ишләйдикән.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз меһрибандин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.