Уйғур вәкиллири рамизан ейида хәлқара йәрмәнкидә


2006.09.25
yermenke.jpg
Йәрмәнкидин бир көрүнүш

Рамазан ейи мунасивити билән әнқәрәниң кәчиорән районлуқ һөкүмәтниң орунлаштуруши билән хәлқара йәрмәнкә өткүзүлди. Бу йәрмәнкигә мисир, азәрбайҗан, кирим татарлири, хитай вә тайландқа охашаш дөләтләрдин башқа түркийиниң 81 вилайитидинму ширкәтләр қатнашмақта.

Уйғурлардин шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси бу йәрмәнкидә бөлмә ечип уйғурларниң милли кийим кечәклирини, чалғу әсваблирини, қол һүнәрвәнчилик боюмлирини тонутмақта. 30 Күн давам қилидиған бу йәрмәнкидә һәр күн ахшам бир дөләт яки бир вилайәт өзлириниң милли сәнитини тонутидиған болуп, 10-айниң 14-куни уйғур кечиликигә айрилған. Бу хәлқара йәрмәнкә һәққидә мәлумат елиш үчүн.

Бу йәрмәнкини орунлаштурған кәчиорән районлуқ һөкүмәтниң муавин башлиқи ибраһим тәрзиогли бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, йәрмәнкини өткүзүштики мәқсити үстидә тохтилип мундақ деди:

Буни өткүзүштики мәқситимиз районимиз бир милйонлук нопусқа игә бир райондур. Рамазан бойичә хәлқимизниң сода - сетиқ қилиш, иптардин кейин көңүл ечиш вә һәрқайси дөләт вә вилайәтләрниң өзигә һас мәдәнийитини тонутуш мәқсити билән өткүзиватимиз. Бу һәм тиҗарәт һәм мәдәнийәт паалийитидур.

Ибраһим тәрзиоғли әпәнди бу йәрмәнкидә шәрқий түркистан бөлмисини ешишниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ деди:

Мән һазир уйғур тарихчи һаҗи яқуп анатниң мақалилирини оқуватимән, шәрқий түркистан мәсилиси түркийиниң ташқи сиясәттики әң аҗиз ноқтиси. Биз түрк миллийәтчилири болуш сүпитимиз билән һәр даим шәрқий түркистанлиқларниң йенида болуп кәлдуқ. Район башлиқимиз бир бағчиға әйса йүсүп алптәкиниң исмини бәргәндә хитай әлчиханиси мәсуллири биз билән көрүшүшни тәләп қилған иди. Биз бу тәлипини рәт қилған идуқ. Биз мәһмут қәшқири, йүсүп һас һаҗипларниң әвлади болған уйғур түрклириниң тативатқан зулимиға қарап туралмаймиз. Көңлимиз дөлитимизниңму игә чиқишини арзу қилатти. Әмма бәкла пассип қәливастиду. Шуңа биз бу хил йәрмәнкиләрдиму болса уйғур түрклиригә йәр берип, уларниң дәрдини түрк җамаәтчиликигә аңлитишиға шәрт шараит яритип беримиз. Рамазан бойичә бу йәрни онмиңларчә киши зиярәт қилиду. Шуңа бу давани аңлитиш үчүн буйәр толиму мувапиқ.

Уйғур бөлүмини ачқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити анкара шөбә башлиқи хайруллаһ әфәндигил әпәндиму буз һәқтә зияритимизни қобул қилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.