Уйғурларниң қол һүнәрвәнчилик буюмлири түркийидә йәрмәнкидә қоюлди
2004.12.09
Түркийиниң әнқәрә шәһиридики "ата түрк мәдәнийәт мәркизи" дә ечилған хәлқаралиқ соғатлиқ боюмлар йәрмәнкисигә 35 дөләт вә райондин кәлгән өмәкләр қатнишиватқан болуп, түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити қатнашти.
Улар йәрмәнкидә уйғурларниң доппилири, нәққашлири, әтләслири вә гиләмлирини көргәзмә қилиш билән биллә, түркийидә нәшр қилинған, уйғурларға аит китаб - жорналларниму көргәзмә қилинди.
Түрки җумһурийәтләр йәрмәнкә ачқан районда шәрқий түркистан дәп лозунка есилған болуп, бу зиярәтчиләрниң алаһидә диққитини тартти. Уйғур йәрмәнкә районида йетәкчи боливатқан шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ тәшкилатиниң муавин рәиси абдулла ақйол әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу йәрмәнкә һәққидә сөзлиди.
Йәрмәнкигә кәлгән түрк достлар вә өзбекистан бәдиий академийисиниң йәрмәнкигә кәлгән вәкили мухбиримиз әркин таримниң зияритини қобул қилип уйғурлар вә йәрмәнкә һәққидә сөзлиди.
Буниң тәпсилатини әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.