Зиялийлар хитай вә уйғур елидики йеза маарипи һәққидә тохталди


2005.12.29

Хитай һөкүмити йеқинда бундин кейинки 5 йил ичидә, йеза маарипи үчүн 200 милярд сомдин артуқ мәбләғ салидиғанлиқини җакарлиған һәмдә бу пулниң 120 милярдини мәркизи һөкүмәт, 90 милядини йәрлик һөкүмәт чиқиридиғанлиқини мәлум қилған.

Ройтерс агентлиқи тәрипидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, йәрлик һөкүмәтниң бу пулни чиқиралиши наһайити тәскә тохтайдикән. Чүнки маарип хираҗитиниң қалаймиқан ишлитилгәнлики түпәйлидин, йәрлик һөкүмәт йеза маарипини яхшилаш бир яқта турсун, һәтта йеза оқутқучилириниң маашиниму тарқитип берәлмәйдиған һаләткә чүшүп қалған.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз меһрибан вашингтондики хитай учур мәркизидә ишләйдиған хитай зиялийси ляв тйәнчи ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитоф әпәндини зиярәт қилип, уларниң бу һәқтики қарашлирини алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.