Ню йоркта уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди


2004.11.16

Ню йоркта өткән шәнбә күни өткүзүлгән йиғинниң чүштин кейинки күнтәртипигә, америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл риясәтчилик қилди. Йиғинда тәйвән, хоңкоң , канада , америка, оттура асия, түркийә , явропа қатарлиқ дөләт вә районлардин кәлгән сияси паалийәтчиләр, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, уйғур мустәқиллиқ һәрикити билән кишилик һоқуқ вә демократийиниң мунасивити үстидә давамлиқ муназирә елип барди.

Демократийә һәммини һәл қилаламду?

411155058836--ss.jpg

Күнтәртип бойичә 1989 - йилдики тиән әнмин оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған шяң шявҗи сөз қилип, уйғурлардин әпу сорайдиғанлиқини билдүрди у мундақ деди: " мән бир хән миллити болуш сүпитим билән, уйғурларниң йеқинқи йерим әсирдин көпрәк вақиттин бери хитай компартийисиниң бузғунчилиқи вә зиянкәшликигә учраватқанлиқидин номус қилимән вә бу мунасивәт билән әпу сораймән." Бирақ шяң ңявҗи, шәрқий түркистан мәсилисини алди билән кишилик һоқуқ мәсилиси дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У " мениңчә бу йәрдики биринчи мәсилә кишилик һоқуқ мәсилисидур. Бу йәрдә кишилик һоқуқ игилик һоқуқтин үстүн туриду дисәк болиду. Өз тәқдирини өзи һәл қилиш мәсилиси болса иккинчи мәсилә" дәп көрсәтти. У, өз тәқдирини өзи һәл қилиш мәсилисигә қарита хитайлар ичидә охшимиған пикирләр барлиқини илгири сүрди.

Шяң шявҗи, демократийилишишниң һәммә мәсилини һәл қилип кетәлмәйдиғанлиқини әскәртип " хитайда демократийә болмиса милли мәсилини һәл қилиш интайин қийин һәтта мүмкин әмәс. Демократийә пүтүн мәсилини һәл қилалмайду. Демократийиниң келиши билән милли мәсилә йоқалди дегили болмайду" деди. Хитай демократийигә көчкән тәқдирдә, уйғурларниң қандақ йолда меңиш мәсилисигә дуч келидиғанлиқини илгири сүргән шяң шявҗи, мәсилиниң негизи уйғурларниң қандақ йолни таллайдиғанлиқида, дәп көрсәтти. У, " милли районлардики хәнзуларниң хели көпчилики, милли районларниң мустәқиллиқ мәсилисигә соғуққанлиқ вә баравәрлик нуқти нәзири бойичә муамилә қилиш роһиға игә әмәс" дәп әскәртти.

Хитайниң уйғур мәдәнийитигә тутқан сияситиниң ақивити

Америка ялә унивәрситетиниң шәрқ тиллири ликтори доктор қаһар барат, уйғур миллий маарипиниң хитайлаштурулуши вә миллий мәдинийәт мәсилилири үстидә тохтулуп, уйғур миллий маарипиниң өтмүши, һазири вә мәдинийәт ассимилатсийиси кәлтүрүп чиқиридиған сәлбий ақивәтләрни оттуриға қойди. У "өтмуштә манҗу ханлиқи вә гоминдаң һөкүмитиниң изчил тосалғусиға учриған заманиви уйғур миллий маарипи, заманиви хитай миллий маарипидин бурун башланди" деди. Хитай һөкүмитиниң уйғур миллий маарипини омуми йүзлүк йәкләшкә башлиғанлиқини тәкитлигән қаһар барат, " хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз ичигә алған башқа милләтләр мәдәнийитини чәткә қеқиш сиясити, кәлгүсидә еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин", дәп көрсәтти. Қаһар барат мундақ дәйду: хитайниң йеқинқи заман санаәт инқилаби дәвридә кәйнидә қелиштики әң муһим сәвәпләрниң бири, хитайларниң башқа мәдинийәтләрни чәткә қеқиш роһи һалитидур."

Қаһар барат , уйғур миллий мәдәнийитиниң хитай мәдәнийитини толуқлаш вә униң тәрәққияти үчүн әйнәклик рол ойнайдиғанлиқини әскәртип, " хитай мәдәнийитиниң әң чоң бәхтсизлики, хитайда униң билән риқабәтлишәләйдиған бир мәдинийәтниң мәвҗут болуп турушиға йол қоюлмиғанлиқида ", дәп көрсәтти. У, бир хил мәдәнийәтниң хитай шовенизимини күчәйтип, фашизимниң баш көтүрүшини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүрди.

11 – Сентәбирдин кейинки уйғурларға қаритилған сиясәт

uaa.jpg

Йиғинда "қирғизистан уйғур кишилик һоқуқ җәмийити" ниң рәиси турсун ислам, "шәрқий түркистанда кишилик һоқуқ вә террорчилиқ" дигән темида доклат бәрди. У, хитайниң оттура асиядики шәрқий түркистан күчлиригә зәрбә бериш йолида елип бериватқан һәрикәтлири үстидә тохталди шундақла көчмәнләр мәсилиси һәққидә тохталди. У хитай һөкүмитиниң пиланлиқ һалда шәрқий түркистанға көчмән йөткәватқанлиқини әйиблиди. Хитайниң 11 - сентәбир вәқәсидин кейин уйғурларға қаритилған бастуруш һәрикити әвҗигә чиққанлиқини илгири сүргән турсун ислам, хитайларниң оттура асияға қечип чиққан уйғур мусапирларни қайтуруп келиш йолида, бу райондики дөләтләргә қаттиқ бесим ишлитиватқанлиқини әскәртти.

Федератсийә йоли

Канадалиқ хитай мутәхәссис ду җифу, "канада федиратсийисиниң тәҗирбиси вә хитайниң келәчики" дигән темида сөз қилип, шәрқий түркистан мәсилисини канаданиң кюбек модили бойичә һәл қилишни оттуриға қойди. Умундақ дәйду: "әмилий тәҗирбиләрдин қариғанда, биз канададин бәзи интайин муһим принсипал характирлик усулларни өрнәк қилип алалаймиз. " Игилик һоқуқниң чеқилғили болмайдиған муқәддәс нәрсә әмәсликини тәкитлигән ду җифу мундақ дәйду: " хитай компартийиси игилик һоқуқни дәхли- тәрузсиз, бөлүнмәйдиған муқәддәс нәрсә дәп қарайду. Бирақ канада билән америкиниң тәҗирбисидин қариғанда, игилик һоқуқ дәхли- тәрузсиз, чеқилғили болмайдиған нәрсә әмәс. Әгәр игилик һоқуқ мәсилисини һәл қилсақ игидарчилиқ һоқуқиму һәл болған болиду."

Ду җифуниң билдүрүшичә, канада модили бойичә йәрликләр шу җайдики мал - мүлүк йәр асти вә йәр үсти байлиққа игидарчилиқ қилиду. Федирал һөкүмәтниң һоқуқи дөләт мудапиәси, ташқи ишлар, ташқи сода вә өлчәмни бирликкә кәлтүрүш билән чәклиниду.

Хитай көчмәнлири мәсилиси

Йиғинда тәйвәнлик мутәхәсис хоң җишиң, " уйғурларниң өз өзини идарә қилиш мәсилиси һәққидә бир қанчә тәклип" дигән темида сөз қилди. У шәрқий түркистандики көчмәнләр мәсилиси һәққидә тохтулуп мундақ диди: "уйғурларниң һазирқи һәрикити дөлитини әслигә кәлтүрүш йолида ипадилиниватиду. Бирақ һәммимиз билимизки уйғурлар районида хитайларниң сани наһайити көп, хитайларни бу йәрдин қоғливетимән дийиш әмәлийәттә мүмкин әмәс. Әгәр уйғурларни мәқсити дөләт қуруш болса бу йәрдики хитайларни қандақ қилиду ? мениңчә уйғур һәрикити бу мәсилини чоңқур ойлишиш керәк.

Хоң җишиң йәнә мундақ диди: "мениңчә уйғурларниң өз- өзини идарә қилиш йолиға меңиши тоғра боламдикин дәймән" у, йәнә агаһландуруп мундақ дәйду: " әгәр уйғурлар хитайлар һакимийитигә қарши турушни өзиниң мәқсиди қилса, бир милярд 3 йүз милйон хәлқ билән қаршилашқан болиду. Мениңчә улар бундақ қилмаслиқи, уйғурлар өзиниң нишанини хитай хәлқини дәпсәндә қиливатқан коммунистик хитайға қаритиши керәк. Уйғурлар мәйли алий аптономийә тәләп қилсун яки мустәқиллиқ йолиға маңсун хитай хәлқи билән дост болуп , дүшмәнгә қарши турушиға тоғра келиду."

Америка уйғур җәмийити билән "бейҗиң баһари" зорнили тәрипидин уюштуртулған бу қетимқи йиғин , америка дөләтлик демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң капалити астида өткүзүлди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.