Түркийиниң әнқәрә шәһиридә явро- асия илмий муһакимә йиғини өткүзүлди


2004.12.07

Түркийиниң әнқәрә шәһиридә явро асия илмий муһакимә йиғини өткүзүлди . Йиғинға явро – асия һәрикити қурулушиниң башлиқи александир дугин, хитайниң түркийидә турушлуқ әлчиси соң әйго қатарлиқ кишиләр қатнашти вә сөз қилди.

Йиғин аяқлашқандин кейин, өзлирини түрк дуняси инсан һәқлири әзаси дәп тонутқан бир гуруп оқуғучилар бу йиғинниң ичилишиға вә хитай әлчиси соң әйгоға қарши намайиш қилди.

Түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң башлиқи абдулла буксур әпәнди, хитай әлчисиниң сөзлиригә рәддийә берип, хитайларниң уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқини әйиплиди.

Йиғин һәққидики тәпсили хәвәрни түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.