Хәлқара био -химийилик қораллар террорчилиқиға қарши туруш йиғини франсийидә өткүзүлди


2005.03.02

Икки күн давамлашқан тунҗи нөвәтлик хәлқара био-химийилик қораллар террорчилиқиға қарши туруш йиғини 3 -айниң 1 -күни, хәлқара сақчи тәшкилатиниң мәркизи турушлуқ франсийидә өткүзүлди.

155 Дөләттин кәлгән 400 нәпәр мутәхәссис вә сақчи әмәлдарлири бу қетимқи йиғинға қатнашти.

Франсийә ички ишлар министири виллепин әпәнди, мәзкур йиғинда пүтүн дуня хәлқини ортақ һәмкарлишип, йеңи әсирдә йүз бериватқан террорлуқ тәһдитигә тақабил турушқа чақирди.

Хәлқара сақчи тәшкилати- био -химийилик қораллар террорчилиқини, йеңи әсирдә пүтүн йәр шари дуч келиватқан террорлуқ тәһдити дәп қарайду. Хәлқара сақчи тәшкилатиниң бу һәқтики доклатида ейтилишичә, био -химийилик қораллар нәзирийиси, чегра һалқиған, миллий, иқтисадий, сиясий сәвәбләрниң тәсиригә учриған террорлуқ тәһдити болуп, бу хил һәрикәт мәйли қәйәрдә йүз беришидин қәти нәзәр пүтүн йәр шарида, өзиниң җидди вә узун муддәтлик интайин сәлбий болған тәсирини көрситиду.

Нөвәттики аҗизлиқ: био -химийилик қораллар тәһдитигә тақабил туруш

Хәлқара сақчи тәшкилатиниң баш катипи роналд әпәнди йиғинниң ечилиш мурасимида мундақ дәп көрсәтти : "дуня хәлқи үчүн шуниңдәк район вә дөләт үчүн елип ейтқанда һечқандақ бир тәһдит, био -химийилик қораллар тәһдитидин хәтәрлик һесабланмайду, буниң әксичә нөвәттә био -химийилик қораллар тәһдитигә тақабил туруш хәлқара сақчи тәшкилатиниң нөвәттики аҗизлиқлиридин бири һисапланмақта".

Роналд әпәнди йәнә мундақ дәп тәкитлиди:"био -химийилик қораллар террорчилиқи, һәргиз пән - техникилиқ хиял әмәс, бәлки әмилий тәһдит. Террорлуқ тәшкилат базиси, интернет тор бәтлиридә био - химийилик қоралларни ясаш лаһийисини елан қилиш билән биргә , бу хил қоралларни ишлитиш һуҗуми елип баридиғанлиқини елан қилди".

Франсийә ички ишлар министири виллепин әпәнди, йиғинниң биринчи күни био - химийилик қоралларға тақабил туруш һәмкарлиқини күчәйтишни оттуриға қоюп, һуҗумға қарита қайтурма зәрбә беришниң бирдин - бир үнүмлүк чариси "хәлиқараниң ортақ һәмкарлишиши" дәп көрсәтти.

Учур-алақини күчәйтиш керәк

Виллепин әпәнди йиғин әһлигә йәнә, яврупа билән пүтүн йәр шариниң тәрәққи қилған интернет системисидин пайдилинип, учур вә мәлумат санлиқ амбири тәсис қилишни , бу арқилиқ био - химийилик тәҗрибихана вә алдин мәлумат берәләйдиған күзәткүчи система қуруп, сәзгүр химийилик маддиларни оғрилаш, сетиш һәмдә бу хил маддиларни сүрүштүрүш қатарлиқ иш һәрикәтләрни чарлаш шуниңдәк химийилик маддиларни ясиған гуроһ вә шәхсләрниң тизимликини турғузуш керәкликини тәкитлиди.

Хәлқара сақчи тәшкилати тәрипидин уюштурулған бу қетимқи йиғинда нурғун мутәхәссисләр, био -химийилик терорчилиқниң бактирийидин пайдилинип, бактирийә билән химийилик маддиларни бир - биригә арилаштуруп, қәстән адәм өлтүрүш вә сақаймас кесәллик тарқитиш мәқситини ишқа ашуруштәк террорлуқ қилмишидин ибарәт икәнликини, буниң хәлқара җәмийәткә интайин еғир тәһдит елип келидиғанлиқини билдүрди.

Париж мудапиә тәтқиқат фондидики маррет қатарлиқ анализчиларниң қаришичә, био - химийилик қораллар, өзини өлтүривилиш характерлик партлатқуч һуҗум вә башқа террорлуқ һәркәтлиридин тамамән пәрқлиқ болуп, очуқ қилип ейтқанда, био - химийилик террорлуқ һуҗуми һаман бир күни йүз бериши мумкин икән . Нөвәттә һәр қайси дөләт сақчилириниң био - химийилик террорчилиққа қайтурма зәрбә бериш үчүн техи йетәрлик тәйярлиқи йоқ икән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.