Хәлқ вәкиллири йиғин ачса хәлқни тутамду?


2005.03.03

Бейҗиңдә һәр йили бир қетим өткүзилидиған икки чоң йиғинниң бири болған мәмликәтлик сияси кеңәшниң чоң йиғини 3 - числа ечилди. Йәнә бири, мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң чоң йиғини шәнбә күни ечилидикән.

Мәмликәтлик сияси кеңәш рәиси җа чиңлин "инақ җәмийәт қуруш" ни тәкитлигән

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәмликәтлик сияси кеңәшниң рәис җа чиңлин бу чоң йиғинда ху җинтавниң "инақ җәмийәт қуруш" тоғрисидики йолйоруқини яхши өгинишни тәкитлигән.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, сияси кеңәш йиғинини биринҗи қәдәмдә "дөләтниң парчилинишиға қарши туруш қануни" вә хоңкоң алаһидә райониниң башлиқи доң җәнхуаниң вәзиписидин истипа бериш мәсилисидин ибарәт икки чоң мәсилигә йиғинҗақланған. Тәйвән тәрәп хитайниң "дөләтниң парчилинишиға қарши туруш қануни "тәйвән боғузидики икки тәрәпниң һазирқи һалитини өзгәртитиду, биз тәйвәнниң тинчлиқини сақлаймиз" дегән. Хоңкоңниң алаһидә район башлиқи доң җәнхуа вәзиписидин истипа бәргәндин кейин, мәркизи һөкүмәт ички қисимда аллиқачан бикитип болған мәмликәтлик сияси кеңәшниң муавин рәисилиқ вәзиписини йиғинниң ахирида "сайлам" рәсмийитини өтигәндин кейин елан қилидикән

Йиғинда әмәлдарларниң дәватқини билән җәмийәттә хәлқниң дәватқини охшимайду

Җәмийәттә хәлқ немә дәватиду? төвәндә биз бейҗиңдин нәх мәйдандин елинған авазларни аңлайли. Хәлқ сарайиниң җәнубидики дөләт кабинитиниң дәрт әйтип кәлгүчиләрни күтивелиш ишханисиниң алдида дәрт ейтқили кәлгән адәм наһайити көп, уларни тутидиған сақчиларму шунчә көп. Мунасивәт барғансири җиддиләшкән. Сақчилар бу әтрапқа бир нәччә йүз данә сақчи машиниси орунлаштурған. Дәр т ейтқили кәлгән хәлқниң қолида қәғәздин башқа нәрсә йоқ, әмма сақчиларниң қораллиниши интайин һәйвәтлик, уларниң оттурисидики күч селиштурмисида наһайити чоң пәрқ бар. Шәрқи шималдин кәлгән бир аял мундақ дегән : буйил дәрт ейтқили кәлгәнләр бәк көп, уларни тутидиған сақчиларму наһайити көп. Бүгүн дөләт кабинитиниң алдида дәрт ейтқили кәлгән адәм 2000 дин ашиду, бу җайда 200 дин артуқ сақчи машиниси турди. Бирәр йүз метир йәрдә бир топ сақчи бар. Хәлқ билән сақчи һазир бир- бирини дүшмән дәп билиду, һөкүмәт чириклишип, фашистлишип кәтти.

Америкиниң фото мухпири майк әпәнди дәрт әйтқили кәлгәнләрни күтүвелиш ишханисиниң алдида туруп рәсимгә алса, сақчилар уни қошувелип урған, тәпкән, булупму беқинидики җигәр, бөрәк бар җайға қаттиқ урған. Униң кинишкисини көргәндин кейинму 30 нәччә минут тутуп турған. Сақчи органлири бу һәқтә изаһат беришни рәт қилған. Хитай ташқи ишлар министирликини баянатчиси лю җәнчав "мән бу гәпни һазир аңлаватимән, биз ениқлап көрәйли" дәп өзини қачурған. Бу вәқәни көргән бир аял, бундақ вәқәниң йүз бәргәнликигә һәйран қалмаймән. 2004 - Йилидиму бундақ бир вәқә болған. Сақчилар чәтәллик бир аял мухбирни тутуп кәткән иди.

Шаңхәйлик бир аял мундақ дегән: биз хәлқ қурултийиниң йиғини ечилишини күтүп туруватимиз, йиғин мәйданиға баримиз, хәлқ вәкиллиригә қилидиған гепимиз бар, йәткүзүп беридиған хетимиз бар, гепимизни қиливалғандин кейин тутуп кәтсә мәйли, ундақ қилмисақ улар мәсилини һәл қилмайду.

Бейҗиңлиқ бираял : икки чоң йиғин башланғандин етибарән бизгә 24 саәт назарәт қиливатиду, нәгә барсақ бизни сақчи машиниси елип бариду, докканларға кирсәк сақчилар биллә кириду. Достлиримзиниң өйигә барсақ, сақчилар алди билән өйгә кирип олтуриду. Биздә һечқандақ кишилик һоқуқ қалмиди.

Хитай сақчилири 3 - айниң 14 - күнигичә чоң һәрикәт қоллинидикән

Чоң қуруқлуқтики "сина тор бети" дә баян қилинишичә, бейҗиң шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи ма җенчуән 3 - айниң 3 - күнидин 14 - күнигичә болған вақит җамаәт хәвпсизлики пиланини омумйүзлүк әмәлгә ашурилидиған вақит болиду; җамаәт хәвпсизлик министирлики билән мәркизи телевизийә истансиси бирликтә қанун программиси көрситиду. Бейҗиң, шаңхәй қатарлиқ шәһәр вә өлкиләрдә җамаәт хәвпсизлики идарисиниң башлиқлири хәвпсизлик истратегийиси бойичә әмәлийәткә тәтбиқлап һәрикәт қоллиниду. Бу пүтүнләй ху җинтавниң демократик, қанунлуқ, адил, достлуқ, тинч вә инақ сотсиялистик җәмийәт қуруш дегән йолйоруруқини иҗра қилиш үчүн қилинидиған һәрикәт, дегән.

Сияси кеңәш хәлққә зиянкәшлик қилидиған ишларға қулақ юпурмаслиқи керәк

Улуғ ира гезитиниң хәвәр қилишичә, исми - җисми билән тизимлап ениқланған санлиқ мәлуматқа асасән ейтқанда, хитай һөкүмити зиянкәшлик қилип өлтүргән фалунгоңчә нәпәс мәшқи қилғучиларниң сани 1442 нәпәр. Буниң үчүн фалунгоңчиланиң хәлқарада 29 дөләттә 47 нәпәр хитай һөкүмитиниң әмәлдари үстидин йоллиған әрзи қубул қилинған. Хитай коммунист партийисиниң илғарлиқини сақлаш тәрбийиси дегән һәрикәт башланғандин кейн хитай коммунист партийисидин чекинип чиқиватқан адәм сани 100 миңдин ашқан. Профессор сүн венгуаң әпәнди бу қетимқи сияси кеңәш йиғинға "учуқ сот ачмай, пухраларни тутуп қелип зиянкәшлик қилип өлтүриветидиған вәқәләргә қулақ юпурмаслиқ керәк, хәлқ вәкиллири, сияси кеңәш вәкиллири ялғандин аңлимас боливелишни тохтитиши керәк" дәп тәклип сунған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.