Канадада хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә муһакимә йиғин өткүзүлди
2005.05.10
Йиғинға, канада ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ вә хитай ишлириға мәсул әмәлдарлири шундақла һөкүмәтсиз тәшкилатлардин хәлқара кәчүрүм тәшкилати, канада уйғур бирләшмиси, канада тибәт бирләшмиси вә фалун дафа қатарлиқ 11 тәшкилатниң вәкиллири қатнашқан.
Канада уйғур бирләшмисигә вакалитән мәзкур тәшкилат рәиси мәмәт тохти йиғинға қатнишип, хитайниң бесими астида яшаватқан уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат бәрди. Бу мунасивәт билән өз мухбиримиз пәридә мәмәт тохти әпәндини зиярәт қилип, йиғин әһвалидин мәлумат игилиди.
©
2005 Radio Free Asia