Канада парламентида уйғурлар һәққидә йиғин өткүзүлди
2005.05.15
Җүмә күни канада парламентида уйғурлар һәққидә йиғин өткүзүлгән болуп, уйғур хәлқини канада һөкүмити вә канада хәлқиғә тонуштуруш мәқсәт қилинған бу йиғинда уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити, канаданиң уйғурларға қандақ ярдәм қилиши керәклики қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлған.
Йиғинға франсийә, әнгилийә вә хитай қатарлиқ 19 дөләтләрниң канадада турушлуқ әлчиханилириниң вәкиллири, һәрқайси дөләтләрдин кәлгән уйғур вәкиллири болуп, 200 дә адәм қатнашти.
Дуня уйғур қурултийи рәиси әркин алиптекин әпәнди йиғинда сөз қилип, йиғин әһлини уйғурларниң нөвәттики әһвалидин хәвәрдар қилди.
Бу һәқтики мәлуматларни канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсундин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Канадада хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә муһакимә йиғин өткүзүлди
- Әркин алиптекин әрҗейис университетида лексийә сөзлиди
- Уйғурлар канадада йиғин ечип, шәрқий түркистан мәсилисини музакирә қилиду
- Дуня уйғур қурултийи, б д т ниң инсан һәқлири йиғиниға иштирак қилди (2)
- Дуня уйғур қурултийи, б д т ниң инсан һәқлири йиғиниға иштирак қилди (1)