Торонтода уйғурлар тоғрисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди


2005.05.16

Йәкшәнбә күни канаданиң торонто университетида "хитайниң һөкүмранлиқи астидики уйғурларниң бүгүнки әһвали" темисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.

Торонто университети билән канада уйғур бирләшмиси бирлишип өткүзгән мәзкур йиғинға уйғур мәсилиси мутәхәссислири, уйғур тәшкилатлири вәкиллири вә канададики уйғурлар болуп 150 дин артуқ адәм қатнашти. Йиғинда әркин алиптекин қатарлиқ қатнашқучиларниң илмий мақалилири оқуп өтүлди.

Бу һәқтики мәлуматларни канададики ихтияри мухбиримиз әхмәт турсундин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.