Түркийидә 8-нөвәтлик түрк дуняси сәнәт байрими өткүзүлмәкчи
2005.07.13
Түркийиниң ялова шәһиридә 15-июлдин 25-июлғичә түркий милләтләрниң 8-нөвәтлик мәдәнийәт байрими өткүзүлмәкчи. Мәзкур байрамға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити қатнишидиған болуп, шәрқий түркистан темисида илмий муһакимә йиғиниму өткүзүлидикән.
Бу мунасивәт билән, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим мәзкур паалийәтни уюштурған ялова фолклор җәмийитиниң башлиқи өзәр қоюнчи әпәндини зиярәт қилип, бу байрамниң мәқсиди вә байрамда елип берилмақчи болған паалийәтләр һәққидә сөһбәтләшти.
©
2005 Radio Free Asia