Түрк дуняси яшлар қурултийи истанбулда ечилди
2005.11.15

Йиғинға қатнашқан уйғур вәкилләр. RFA
Йилда бир қетим өткүзүлидиған түрк дуняси яшла қурултийиниң 12-нөвәтлик йиғини 14-ноябир күни истанбулда дағдуғилиқ башланди.
Йиғинға 43 дөләт вә райондин кәлгән түркий милләтләрниң яшлар вәкиллири қатнашти. Йиғинға уйғурлардин дуня уйғур қурултийи яшлар комитети намида бир вәкилләр өмики тәклип билән қатнашти.
Түркийиниң муавин баш министири ташқи ишлар министири абдулла гүл йиғинға қатнишип тәбрик сөзи қилди.
Бу һәқтики мәлуматларни, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia