Дуня иқтисадй мунбири йиғини шветсарийидә рәсмий башланди
2006.01.26
Шветсарийиниң давос дегән йеридә дуня иқтисадий мунбири йиғини рәсмий башланди. Бу йиғинға көп санда дөләт башлиқлири, министирләр, иқтисадшунаслар, дунядики әң чоң ширкәтләрниң каттивашлири вә жорналистлар қатнашмақта.
Түркийидики NTV телевизйисиниң хәвиригә қариғанда, бу қетимқи мунбәрдә асияда күчлиниватқан һиндистан билән хитайниң иқтисадий вәзийити, сайламдин кейинки ирақ қатарлиқ бир йүрүш мәсилиләр музакирә қилинидикән.
Бу мунасивәт билән, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим түркийә явро-асия стратегийә тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндини зиярәт қилип, биз бу мәсилиләр һәққидики көз қарашлирини сориди.
©
2006 Radio Free Asia