Түркийә уйғур қериндашлириға ярдәм бериши керәк

Түркийә ташқи ишлар министирлики тармиқидики түрк һәмкарлиқ вә тәрәққият идариси 8-феврал күни әнқәрәдә йиғин чақирип, түркий җумһурийәтләр вә түркий хәлқләрниң 50 кә йеқин аммиви тәшкилат вәкиллири қатарида шәрқий түркистан вәхпи вәкилиниму тәклип қилған.

Йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан вәхпи баш катипи һамит көктүрк сөзидә түркийиниң башқа түркий җумһурийәтлиригә ярдәм бәргинидәк уйғур қериндашлириғиму ярдәм бериши керәкликини тәкитлигән. Һамит көктүрк әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, йиғин һәққидә тохталди.

Бу һәқтики мәлуматларни түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org