Уйғурлар берлинда ечилған хитайниң демократийилишиши һәққидики йиғинға иштирак қилди

Һазир германийидә "хитай вә асияниң демократийилишиши" дегән темида хәлқаралиқ чоң йиғин өткүзүлмәктә. Йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән хитай демократчилири, ғәрб әллириниң парламент әзалири вә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллири қатнашти.

15‏- Майдин 19‏-майғичә давамлишидиған мәзкур йиғинға уйғурларму тәклип қилинған болуп, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә баянатчиси дилшат ришит һәмдә яворпа шәрқий түркистан бирликидики бир қанчә вәкил йиғинға иштирак қилди.

Долқун әйса йиғинда хитайниң демократийилишишниң зөрүрлүки һәмдә буниңдики уйғур вә тибәт мәсилилири һәққидә сөз қилди. Бу мунасивәт билән мухбиримиз пәридә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсани зиярәт қилди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org