10-Нөвәтлик түркий дөләт вә түркий милләтләр достлуқ қериндашлиқ һәмкарлиқ қурултийи рәсмий башланди
2006.09.18
Түркийиниң анталйә шәһиридики суңатә меһманханисида 10 – нөвәтлик түркий дөләт вә түркий милләтләр достлуқ қериндашлиқ һәмкарлиқ қурултийи 9 - айниң 18 - күни рәсмий башланди. Қурултайға 8 дөләт, йәни әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан түркмәнистан, таҗикистан, моңғулийә вә шималий сиперус түрк җумһурийәтлириниң алий рәһбәрлири вә вәкилләр қатнашти. Булардин башқа дуняниң һәр қайси йәрлиридә яшаватқан түркий милләтләрдин кәлгән вәкилләрму болуп 600 әтрапида киши қатнашти.
Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк, муавин башлиқи хәйрулла әфәндигил әпәнди, шәрқий түркистан вәхпи баш секретари һамут көктүрк, уйғур билим адәмлиридин профессор, доктор султан мәхмут, егә университети оқутқучиси доктор алимҗан инайәт қатарлиқ кишиләр қатнашти.
Йиғинниң ечилиш мурасимида әзәрбәйҗан дөләт башлиқи илһам алийәв, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоган, қирғизистан дөләт башлиқи муавини даниәл усанов, қазақистан рәис җумһури нурсултан назарбайевниң баш секретари оразбәй абдукеримов қатарлиқлар соз қилди. Бу рәһбәрләрниң һәммиси бирдәк бу хил қурултайларниң түркий дөләтләр вә түркий милләтләр арисидики һәмкарлиқ күчәйтиш үчүн интайин муһим икәнликини, дунявилишиватқан, дуня вәзийитиниң давамлиқ өзгириватқан күнимиздә түркий милләтләр арисидики иттипақлиқ вә һәмкарлиқни кучәйтишниң шәрт икәнликини тәкитләшти.
Ечилиш мурасимида түркийиниң баш министири рәҗәп таййип әрдоган узун сөз қилди. У сөзидә 1991-йили сабиқ совет иттипақи йемирилип 5 түркий җумһурийәт мустәқил болғандин кейин, түркийиниң бу дөләтләргә қилған ярдәмлири вә түркийиниң бу дөләтләр билән болған мунасивәтлири үстидә тохталди. Булардин башқа түркийиниң дунядики түркий милләтләр үчүн қилған хизмәтлири үстидиму тохталди.
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоган түркий милләтләрниң 19 –әсирниң ахирида яшиған қиримлиқ мәшһур алим исмаил гаспирали оттуриға қойған тилда, ишта вә пикирдә бирлик сөзини өзимизгә дәстур қилип, түрк дуняси арисидики һәмкарлиқини техиму күчәйтишимиз керәк деди. У сөзидә түркий тилида сөзлишидиған милләтләр бирликини қуруп чиқишниң шәрт икәнликини ейтип мундақ деди:
Франсузчә сөзлишидиған милләтләр бирлики, инглизчә сөзлишидиған милләтләр бирлики, испанчә сөзлишидиған милләтләр бирлики, дегән бу бирликләр мана мушу қүшәнчиниң нәтиҗисидур. Ундақта немишқа бизләрму ташқи сиясәттә иттипақлишип, бир биридин күч алдиған мана мушундақ бир бирликни қуруп қилмайли? түркий тилида сөзлишидиған милләтләр бирлики бизниң хәлқаралиқ мунбәрләрдә техиму актип, техиму күчлүк тәсиргә игә болушимизға буниң билән хәлқлиримизниң мәнпәәтини техиму яхши қоғдишимизға, һәмдә районимизда тинчлиқниң бәрпа болушиға имкан яритип бериду. Пүтүн қериндаш дөләт вә қериндаш милләтләрниң бу һәқтә дәрһал қәдәм ташлашқа дәвәт қилимән.
9-Айниң 20-күнигичә давам қилидиған бу йиғинға һәр қайси түркий дөләтләрниң рәһбәрлири, мутәхәссисләр, билим адәмлири, карханичилар вә аммивий тәшкилат рәһбәрлири қатнишиватқан болуп, түркий дөләтләр вә түркий милләтләр арисидики мәвҗут һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн йеңи иш пиланлирини музакирә қилип бекитиш билән бирликтә, түрк дунясиниң мәсилилири музакирә қилинидикән. Уйғур вәкилләрму бу қурултайда уйғурларниң бүгүнки мәсилилирини оттуриға қоймақчи икән. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түрк дунясиниң мәсилилири мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилиси музакирә қилинди
- Түркийә мәтбуатлирида оттура асия бирлики һәққидики пикирләр көпәймәктә
- Түрк дунясиниң бир бирлик қуруп чиқиш имканийити барму?
- Уйғур мәсилиси түрк дуняси яшлар қурултийида
- "Оттура асия бирликигә зәрбә" мавзулуқ мақалиниң аптори билән сөһбәт
- Балқар җумһурийитидә йүз бәргән қанлиқ тоқунуш
- Тува җумһурийити уйғур ели билән мунасивәт орнитишқа қизиқмақта
- 8- Нөвәтлик түрк дуняси сәнәт байрими башланди