Уйғур мәсилиси 10 - нөвәтлик түрк дуняси достлуқ қериндашлиқ һәмкарлиқ қурултийида


2006.09.19

Түркийиниң анталя шәһиридә 9-айниң 18-күни башлиған 10 - нөвәтлик түрк дуняси достлуқ қериндашлиқ һәмкарлиқ қурултийи давам қилмақта. Қурултайға оттура асиядики 5 түркий җумһурийәттин кәлгән вәкилләрдин башқа моңғулийә вә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән рәһбәрләр, мутәхәссисләр, билим адәмлири, карханичилар вә аммивий тәшкилат рәһбәрлиридин болуп 600 әтрапида киши қатнашмақта.

Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан вәхпи баш секретари һамут көктүрк әпәнди, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити сейит тумтүрк әпәнди, әнқәрә шөбиси башлиқи хәйрулла әфәндигил әпәнди, уйғур илим адәмлиридин доктор султан махмут, әгә университети оқутқучиси доктор алимҗан инайәт қатарлиқ вәкилләр қатнашмақта.

Қурултайда һәрқайси түркий милләтләрдин кәлгән һәйәт башлиқлири соз қилди. Уйғур вәкилләр намидин сейит тумтүрк әпәнди соз қилди, у сөзидә түркий дөләтләрниң уйғурларға қарши қериндашлиққа ярашмайдиған сиясәт елип бериватқанлиқини, һәтта паналиқ тилигән уйғурларни хитайларга тапшуруп бәргәнликини, һүсәнҗан җелилни миссал берип туруп аңлатти. Һеқ болмиғанда мустәқил түркий җумһурийәтлириниң қериндашлиққа, инсанлиққа ярашқан һалда уйғур сиясити елип бериши керәкликини тәкитлиди. Сейит тумтүрк әпәндиниң нутқи пүтүн қурултай әһлиниң алқишиға сазавәр болди.

Бүгүн қурултай вәкиллири 4 гуруппа һалида музакирә елип барди бу гуруппилар хәлқара мунасивәт мәтбуат гурупписи, иқтисади, тиҗари, малийә җәһәттики мунасивәтләр гурупписи, мәдәнийәт гурупписи, маарип вә билим технологийә гурупписи, яшлар гурупписи, аммивий тәшкилатлар вә қанун гурупписи. Бу гуруппилириға қатнашқан вәкилләр юқиридики саһәләрдә түркий дөләтләр вә түркий милләтләр арисидики мәвҗут мунасивәтни вә һәмкарлиқини күчәйтиш билән бирликтә бу саһәләрдә йеңи пиланларни қуруп чиқидикән. Булардин башқа түрк дунясидики мәсилиләрни оттуриға қоюлуп, һәл қилиш йоллири һәққидә издинилидикән.

Уйғур вәкилләр қайси гуруппиларға қатнашти, уйғурларниң қайси мәсилилирини оттуриға қойди? бу һәқтә мәлумат елиш үчүн ихтияри мухбиримиз әркин тарим уйғур вәкиллирини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.