10 – Нөвәтлик түркий дөләт вә милләтләр йиғини қарарнамисида уйғур мәсилисигә йәр берилди


2006.09.20
Uyghur-wekilliri-200.jpg
Уйғур вәкиллири йиғинда

Түркийиниң анталя шәһиридә чақирилған 10-нөвәтлик түркий дөләтләр вә түркий милләтләр достлуқ қериндашлиқ вә һәмкарлиқ қурултийи 9-айниң 20-куни рәсмий ахирлашти. Қурултайниң ахирқи күни 4 гуруп һалидә елип берилған музакириләр нәтиҗисидә қурултай қарарнамиси мақулланди. Қурултайниң қарарнамисини түркийә җумһурийити һөкүмитиниң түрк дунясиға мәсул дөләт министири бәшир аталай әпәнди йепилиш мурасимида оқуп өтти.

Бәшир аталай әпәнди йепилиш мурасимида қилған сөзидә бу қурултайда кәйпиятниң интайин қизғин икәнликини, әмма әң муһим мәсилиниң йиғинда елинған қарарларниң әмәлгә ешиши икәнликини ейтти. У мақулланған қарарнамида йәнә түрк дунясидики сияси мәсилиләр, түрк җумһурийәтлири вә милләтлири оттурисидики иқтисади һәмкарлиқниң тәкитләнгәнликини деди. Қарарнамида сиперус, қарабағ, кәркүк түрклири, ағизка түрклири вә шәрқий түркистан түрклири мәсилисидә түрк дунясиниң ортақ һәрикәт елип бериши керәклики тәкитләнгән.

Йепилиш мурасимида дөләт министири бәшир аталай қарарнамини оқуп чиқти:

"Қурултийимиз ирақта яшайдиған түркмәнләр дучар боливатқан қийинчилиқларни, болупму кәркүктә йәр хети вә нопус тизимлики өзгәртилиш арқилиқ кәркүкниң етник қурулмисиниң өзгәртилишини қобул қилишқа болмайдиғанлиқини қарарлаштурди. Бу шараит астида районниң кәлгүси үчүн адил бир хәлқ райини синаш елип беришниң мумкин әмәсликини дуня җамаәтчиликигә билдүримиз. Қурултийимиз кәркүк шәһириниң ахирқи шәклиниң бәлгилинишидә түркмәнләрниң пикриниң елиниши вә пүтүн ирақта елип берилидиған хәлқ райини синаш нәтиҗисидә бәлгилиниши керәкликини қарарлаштурди".

Қурултайниң қарарнамисида йәнә шәрқий түркистандики уйғур түрклири дучар боливатқан мәдини вә маарип мәсилилириниң һәл қилиниши үчүн түрк дунясиниң техиму сәзгүр болуши, хәлқара сәһнидә бу мәсилини һәл қилиш үчүн тиришиши, түркий милләт вә дөләтләрдин хитайни зиярәт қилмақчи болғанларниң уйғур аптоном райониниму берип, бу райондики хәлқләр билән болған достлуқ вә қериндашлиқ риштини күчәйтиши керәклики қарар қилинди.

Қурултайниң йепилиш мурасимида түркийиниң сабиқ җумһур рәиси сулайман дәмирәлму бар иди. У алқишлар ичидә сәһнигә чиқти. У сөзигә тәқдир вә мәдәнийәт бирликимиз болған түркий хәлқләр бизниң қериндишимиздур, дәп башлиди. Түрк дунясиниң оз йилтизиға игә чиқиши керәкликини тәкитлигән сулайман дәмирәл ортақ елипбә вә тил мәсилисиниңму һәл қилиниши керәкликини тәкитлиди:

seyit-qurultayda-200.jpg
Шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит томтүрк йиғинда

"Келәчәккә қариғанда техиму күчлүк болушимиз керәкликини һәс қилимиз. Түрк дуняси қолиға өткән бу пурсәтләрдин интайин яхши пайдилиниши керәк. Бу пурсәт заманиви дуняда йәр елиш пурситидур".

Сулайман дәмирәл сөзини қоркут атаниң дуаси билән ахирлаштурди:

Сайилиқ дәрихимиз путалмисун, орманлиримиз азалмусун. Шақирап еқиватқан ериқлиримиз қурумисун. Үмидимиз үзүлмидин, очақлиримиз йенип турсун, чириқимиз һечбир заман өчмисун".

Йиғинниң йепилиш мурасимида қурултайни уюштурған түрк дуняси достлуқ, қериндашлиқ вә һәмкарлиқ фонди җәмийитиниң башлиқи, милләтчи һәрикәт партийисиниң сабиқ башлиқи мәрһум алпарслан түркәшниң қизи профессор, доктор умай гунай түркәш ханимму бар иди. У мундақ деди:

"Билгә хақандин ататүрккә узарған бу йолда түркий дөләтләргә вә түркий хәлқләргә болған һөрмәтни давам қилдурғанлиқи вә биз үчүн вәсийәт қиммитидә болған бу қурултайни давам қилдурғанлиқи үчүн сәмими тәшәккурлиримни билдүримән".

Сабиқ дөләт министири, түрк дуняси достлуқ қериндашлиқ вә һәмкарлиқ фонди җәмийити башлиқи абдулхалиқ чай әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди:

Мустәқил түркий дөләтләрдин башқа иран, сурийә, ирақ вә хитайға охшаш дөләтләрниң ичидә яшаватқан түркий милләтләрму бар. Шәрқий түркистанму буларниң биридур. Қурултийимизниң ана пәлсәписи, түркий хәлқләр яшаватқан дөләтләрниң бу кишиләргә тутқан инсани позитсийисигә қараштур. Биз уларниң қериндашлиримизға тутқан позитсийигә қарап туруп у дөләтләргә қандақ муамилә қилишимиз керәкликини бәлгиләймиз. Иран, сурийә, ирақ вә хитайға охшаш дөләтләр буни чүшинип йәткән тәқдирдә явроасия җуғрапийәисигә тинчлиқ келиду дәп ойлаймән.

RFA: Сизчә булар уни чүшинәму? чүшиниду. Арзуйимиз шундақ.

Йепилиш мурасим ахирида һәрқайси түркий дөләт вә районлардин кәлгән һәйәтләр сабиқ җумһур рәиси милли кийимлирини тәқдим қилди. Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийти башлиқи сейит тумтүрк әпәндиму сулайман дәмирәлгә уйһгурларниң чәкмән тони вә допписини кийгүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.