Канадада "хитайдики кризис вә хитайдики бурулуш" дегән темида йеғин өткүзүлди


2006.09.27

Торонто университетда торонто университеттики хитай тәтқиқати җәмийити билән канададики хитай демократлири җәмийити "хитайдики кризис вә хитайдики бурулуш" дегән темида муһакимә йиғини өткүзүп, нөвәттә хитайдики җидди вәзийәтниң йеңи пурсәт ата қиливатқанлиқини муһакимә қилди.

Хитайдики бурулушниң демократийә билән ишқа ашидиғанлиқи, демократийә, әркинлик вә баравәрлик болғандила хитайдики милләтләр дуч келиватқан мәсилиләр һәққидә сөһбәт елип барғили вә музакирә қилғили болидиғанлиқи вә хитайдики дикторлуқ түзүлминиң демократийилишиш йолидики әң чоң тосалғу икәнлики оттуриға қоюлди.

Йиғинда уйғурлар мәсилисиму нохтилиқ муһакимә қилинидиған мәсилиләрниң қатариға киргүзүлгән болуп, уйғурлар өзлириниң мәсилисини чүшәндүрүш пурситигә еришти.

Йиғинда биринчи болуп сөз қилған чәтәлдики демократик җоңгу фронтиниң рәиси фәй ляңйоң хитай һөкүмранлириниң нөвәттә наһайити көп кризискә келиватқанлиқини, бу кризисләрниң һәр бириниң адәттә демократик җәмийәткә нисбәтән бир һакимийәтниң ағдурилишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

"Хитайдики кризис вә бурулуш әмилийәттә хитай коммунистлириниң киризиси һесаблиниду. Хитай коммунистлириниң кризисини мәлум мәнидин ейтқанда хитайдики бурулуш, дәп қарашқиму болиду. Хитайдики ихтисадий гүллинишниң арқисиға наһайити көп хил киризиси йошурунған болуп, улар сияси кризис, иҗтимаий кризис, ихтисадий киризис, енергийә киризиси, әхлақ вә етиқат киризиси қатарлиқлардур. Хитай коммунистлири бир партийилик түзүмдә чиң тутуп, назарәтни қобул қилмиғанлиқи вә әмәлдарлар өз чөнтикинила ойлиғанлиқи үчүн хитай җәмийитидики чириклик әвҗигә чиқип, тарихтики һәрқандақ бир дәврни бесип чүшидиған вәзийәт шәкилләнди. Хитай көрүнүштә наһайити мустәһкәм турғандәк вә гүллиниватқандәк көрүнгән билән әмилийәттә интайин аҗиз. Туюқсиз йүз бәргән бир вәқә билән сабиқ совет иттипақи вә шәрқи явропа дөләтлиригә охшаш ғулап чүшиду. "

Муһакимә йиғинида сөз қилған канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти чәтәлләрдики хитай ахбарат вастилириниңму хитай һөкүмитиниң уйғурларни террорчилиқта әйиблишигә һәмтавақ болуватқанлиқи вә уйғур мәсилисиниң сияси йол билән һәл қилиниши зөрүр болған мәсилә икәнликини тәкитләп мундақ деди:

"Чәтәлләрдики хитай ахбарат вастилири хитай чоң қуруқлуқидики ахбарат вастилириниң тәсиригә учрап кәлмәктә. Уйғурлар һәққидә тохталғанда хитай һөкүмитигә қарашлиқ ахбарат вастилири чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлирини террорчилиқта бағлаватиду. Бу әһвал чәтәлләрдики хитайларға аит ахбарат вастилиридиму көпләп көрүлүватиду. Уларму хитай коммунистлириниң ахбарат вастилириға охшап қеливатиду шәрқи түркистан тәшкилатлири уйғурларниң һоқуқлирини қоғдашни мәқсәт қилиду. Уларниң террорчилиқ билән һечқандақ алақиси йоқ. Бу хитай һөкүмитиниң қарилаш сияситидин башқа нәрсә әмәс".

У сөзидә йәнә уйғурларни өз ичигә алған хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилисиниң пәқәт компартийә ағдурулғандила андин һәл болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

Уйғур мәсилиси кишилик һоқуқ мәсилисила болупла қалмастин, у бир сияси мәсилә. Хитай һөкүмити уйғурларға диний һоқуқ вә кишилик һоқуқлирини бәргән тәқдирдиму, уйғур һәлқи өзлириниң кәлгүси тәқдирини сияси йол билән һәл қилишни ойлайду. Уйғурларниң мәсилиси сияси йол билән һәл қилиниши керәк. Мениңчә, хитайниң коммунист диктатор һакимийитидин қутулғандила андин бу мәсилини һәл қилиш мумкинчилики туғулиду".

Йиғинда сөз қилған канададики тәйвәнликләр җәмийитиниң баянатчиси лин җеңән тәйвәндә тинчлиқ йоли билән елип бериливатқан, президент чән шүйбйәнни ағдуруш вәқәлириниң демократийиниң бәлгиси икәнлики, әгәр хитайда буниңға охшаш вәқәләр йүз бәрсә қоралиқ васитиләр билән қанлиқ бастуридиғанлиқи вә бир дөләтниң һөрмәт- шәрипи шу дөләтниң чоң, нопусиниң көплики вә байлиқ мәнбәлириниң мол болиши билән әмәс, бәлки, у дөләт хәлқлириниң демократийә, әркинлик вә тәң-барабәрликтин бәһримән болуш болмаслиқи билән болидиғанлиқини әскәртип мундақ деди:

Хитай коммунистлириниң киризиси әмилийәттә хитай дөлитиниң киризисидур. Хитай коммунистлири ағдурилидиған болса, хитай дөлитиниң түзүлмисидә қалаймиқанчилиқ келип чиқиду. Иқтисад еғир зиян көрүду. Чәтәлләрдики яки мәмликәт ичидики зиялилар, йеңи түзүлмә вә йеңи түзүмниң лаһийиси үстидә баш қатуриши керәк.. Нөвәттә вәзийити барғансири җиддилишиватқан хитай дөлити йеңи бир демократик түзүмгә һамилдар болмақта. Мән уйғурлар, тибәтликләр вә моңғулларға һәқиқәтән қайил. Улар меңиватқан йол һәқиқәтән қийин. Амма һәққаний йол. Тәйвән хитайниң бу қәдәр бесимиға дуч келиватқан йәрдә улар учраватқан зулумларни пәқәт тәйвән хәлқила яхши һес қилалайду. Шуңа, тәйвән демократийини илгири сүрүш партийиси һакимийәтни қолға алғандин кейин уйғур вәтини билән тибәтни хитайниң сияси хәритисидин чиқирип ташлап, тарихтики хаталиққа хатимә бәрди.

Бу йиғинда бир нәпәр уйғур, демократик җоңгу фронтиниң рәиси фәй ляңйоңдин хитай коммунистлириниң шәрқи түркистан мәсилисини сияси йол билән һәл қилишни халимаслиқтин ибарәт бир сияси киризисниңму мәвҗутлиқи, чәтәлләрдики хитай демократлири тәшкилатлириниң сияси программисида бу мәсилини һәл қилиш планлириниң бар-йоқлиқини вә хизмәт җәдвилидә бу мәсилиниң орун алған - алмиғанлиқини сориғанда фәй ляңйоң әпәнди хитай демократлириниң сияси программисида һазирчә бу мәсилиниң йоқ икәнлики амма хитай демократийә өткәндила бу мәсилиниң һәл болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқи вә явропа иттипақи үлгисиниң әң яхши һәл қилиш йоли болидиғанлиқиға ишинидиғанлини сөзләп өтти. (Камил турсун)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.