Тәйвәндә 5-нөвәтлик оттура асия муһакимә йиғини өткүзүлди


2005.11.23
taywan-yighin-uyghur.gif
Уйғур вәкиллири йиғинда. RFA

Тәйвән чиң йүн университети явро-асия тәтқиқат мәркизи уюштурған 5-новәтлик оттура асия хәлқара муһакимә йиғини рәсми башланди. Америка, франсийә русийә, түркийә, қазақистан, қирғизистан, иран, туркмәнистан вә тәйвән қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән илмий хадимлар қатнашқан бу йиғинға түркийә һаҗитөпә университети тарих факултети оқутқучиси, түркийә явро-асия истратегийә тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси доктор әркин әкрәм қатнашти вә хитай хәлқ җумһурийити билән оттура асия мунасивитидә шәрқий туркистан мәсилиси темисида сөз қилди.

11-Айниң 23-кунидики ечилиш мурасимиға, тәйвән милли хәвпсизлик комитети муавин башлиқи доктор зһаң шүчәң , тайван иқтисад министирлики муавин министири чән руйлоң, чиң юн университетиниң мудири яң чи һав вә явро-асия тәтқиқат мәркизи башлиқи зһән кунфу қатарлиқ кишиләр қатнашти вә муһим сөз қилди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, ихтияри мухбиримиз әркин таримниң тәйвәндин бәргән хәвиридин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.