"Шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" мавзулуқ йиғинниң ғази университетида ечилиши әмәлдин қалдурулди


2006.04.27
turkiye-naraziliq.jpg
Йиғин әләмдин қалдурулғандин кейин йиғинға кәлгәнләр наразилиқ намайиши өткүзди. RFA

Қәйсиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити 2006 - йилиниң бешида түркийидики пүтүн университетларда "шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши" темисида йиғин ечиш қарари чиқирип, буниңға асасән өткән ики айда қәйсири әрҗийәс университети вә конядики сәлчуқ университетлиридә лексийә бәргән иди.

Бу йиғинниң әнқәрәдики бекитидә болса, йиғин ойлимиған йәрдин өткүзүләлмиди. 4 -Айниң 27 - күни әнқәрәдики ғази университети иқтисадий вә идарийә билимләр факултетиниң залида ечилмақчи болған йиғин пүтүн тәйярлиқлар түгәп, йиғин ечилишқа аз қалғанда университет мудирликидин бу йиғинниң бикар қилинғанлиқи һәққидә хәвәр кәлди.

Әһвалдин бихәвәр болған йиғин қатнашқучилири, мухбирлар, сабиқ парламент әзалири, йиғин залиға келип болған иди. Буниң билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди бу кишиләргә йиғинниң түркийә маарипчилар уюшмисида ечилидиғанлиқини билдүрди.

Бу җәрянда нимә үчүн гази университетиниң тосаттинла йиғинни әмәлдин қалдурғанлиқиниң сәвәплирини сүрүштурдуқ вә кишиләрниң көз қаришини алдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.