Хитайдики йемәклик бихәтәрлики дуня йемәкликигә тәсир йәткүзмәктә


2007.05.08

Америкидики өй һайванлириниң хитай йемәкликидин зәһәрләнгәнлики һәққидики дело йәнила тәкшүрүш җәрянида болуп, һазирғичә хитайда ишләпчиқирилған һайванатлар йемәкликидин зәһәрләнгән өй мүшүки вә итларниң сани барғансери көпәймәктә.

Башқа дөләтләр хитайдин йемәклик импорт қилиштин қорқмакта

Хитайдики йемәкликниң бихәтәрлик мәсилиси кишиләрни қаттиқ әндишигә қоюш билән бир вақитта, йәнә бир қетим дуняниң диққитини қозғимақта.

Америкида, хитайда ишләпчиқирилған һайванатлар йемәкликидин зәһәрләнгән өй мүшүки вә итларниң сани барғансери көпийиватқан бундақ бир пәйттә, хитайдики йемәклик бихәтәрлик мәсилиси дуняниң һәр қайси җайлиридики йемәкликләрниң сүпәт мәсилисигиму зор тәсир көрсәтмәктә.

Радиомизниң игилишичә,һазир хитайниң өзидиму, кишиләр базарларда сетиливатқан түрлүк йемәкләргә толуқ ишәнч қилалмайдиған һәмдә сетивалған йемәкликләрни истимал қилиштинму қорқидиған болуп қалған.

Америка авази радиосиниң бу һәқтә бәргән мәлуматида көрситилишичә, йеқинда америкида,бир қисим ит, мүшүк қатарлиқ өй һайванлириниң зәһәрлинилиши хитайдин импорт қилинған йемәкликләрни истимал қилғанлиқидин икәнлики испатланған. Бу һәқтики дилоларниң давамлишиши билән бир вақитта, хитайдики йемәкликләрниң бихәтәрлик мәсилиси йәнә бир қетим дуняниң диққитини қозғиған болуп, кишиләрни техиму зор әндишигә салған.

Бу әһвалға, хитай җамаитиниң инкаси

Бейҗиңдики һайванатларни асраш кеңишиниң башлиқи чин шявнаниң билдүрүшичә, һайванатларниң йемәкликтин зәһәрлиниш мәсилисидә, америкилиқлар билән хитайларниң инкаси пүтүнләй охшимайдикән. Хитайда болса та һазирға қәдәр техи һайванатлар йемәклики мәсилисидә, хәтәрлик яки бихәтәр дегән мәсилә оттуриға қоюлмиған. Һайванатларни асраш кеңишниң қилишқа тегишлик иши пәқәт һайванларниң нормал яшишиға шундақла башқилар тәрипидин харланмаслиқиға мәсул болуш икән.

Чин шявна сөзидә йәнә," әгәр хитай һөкүмитиниң һайванатларға болған позитсийиси йәнила өзгәрмәй, йемәкликләрни ишләпчиқиришта түзүмни чиңайтмайдикән, ундақта хитай мәһсулатлири екиспорт қилиништа зор тосалғуларға учрайду, шуниң билән бир вақитта, хитай иқтисадиму зор зиянға дуч келиду" дәп тәкитләп, хитай иқтисадиниң тәрәққий қилиш җәрянида йүз бериватқан бу мәсилиләр һазир бара - бара дунявий мәсилигә айланди. Һазир башқини бир чәткә қайрип қояйли, пәқәт йемәкликләр мәсилисиниң өзила дуня йемәкликигә зор тәсир йәткүзмәктә" дәп көрсәтти.

Хитай сахта йемәкликлириниң уйғур елидики әһвали

Радиомизниң зияритини қобул қилған үрүмчи шәһиридики бир пуқра мәзкур шәһәрдә ямрап кетиватқан сақта йемәкликләр һәққидә тохтилип," һазир бу җайда инсанлар истимал қилидиған ун, май қатарлиқлардинму чатақ чиқиватса, һайванатлар йемәкликидин чатақ чиқиши байила турған гәп " дәп билдүрди.

Ө киши сөзидә йәнә һазир көп сандики кишиләрниң талада тамақ йейиштин қорқидиған болуп қалғанлиқини, һәтта көктат вә гөш, мивә ‏-чивә қатарлиқларни алғандиму интайин еһтият қилидиған болуп кәткәнликини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған бу пуқра сөһбәт җәрянида йәнә, һазир үрүмчидә сахта дора вә сахта йемәклик, сахта кийим - кечәк қатарлиқ мәһсулатларниң йилдин -йилға көпийип кетиватқанлиқини һәмдә бу хил сахта малларниң һәммисиниң дегидәк ичкиридин кәлгәнләр тәрипидин сетилидиғанлиқини мәлум қилип өз көз қарашлирини әйтти.

Хитай һөкүмитиниң йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисидә тутқан сиясити

Бейҗиң иҗтимаий санаәт институтиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси, профессор ху шинду әпәнди, хитайдики йемәкликләр бихәтәрлики мәсилисиниң йилдин -йилға еғирлишип кетиватқанлиқини тәкитләп, һөкүмәтниң бу һәқтә йетәрлик чарә -тәдбир қолланмайватқанлиқини, мунасивәтлик орунларниң интайин мәсулийәтсиз икәнликини һәмдә давамлиқ мәсилә йүз бәрмигичә, тәкшүрүш елип бармайдиғанлиқини билдүрди.

У сөзидә " мунасивәтлик орунлар пәқәт мәсилә йүз берип, адәм өлүш һадиси йүз бәргәндә, андин тәкшүрүш елип беришни ойлайду. Тәкшүргәндиму пәқәт мәһсулат ишләпчиқарған карханиларни тәкшүрүп, мунасивәтлик һөкүмәт орунлиридики мәсул кишиләрни сүрүштә қилмайду. Шуңа мәсилә йәнила йилтизидин һәл қилинмай кәлмәктә" дәп көрсәтти.

Хитай дөләт дәриҗилик назарәт қилиш оргининиң мәлум қилишичә, йеқинда улар америка дора йемәклик башқуруш идарисиниң вәкиллири билән хитайдин импорт қилинған булғанған йемәкликләрниң америкидики бир қисим үй һайванлириниң өлүп кетишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәққидә мәхсус музакирә елип барған.

Йеқинда америка сода тәшкилати хитайдики әқлий мүлүк вә сахта мәһсулат мәсилиси һәққидә дуня сода тәшкилатиға хитайниң үстидин мәхсус әрз сунған. Әриз сунғучи тәшкилатниң сабиқ рәиси мәзкур әризниң хитайдики сахта малларни тосушта, азрақ болсиму, рол ойниялишини, шундақла хитай һөкүмитиниң сахта мәһсулатларни бир тәрәп қилишқа йитәрлик әһмийәт беришини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.