Йипәк йолидики зиярәт хатириси


2007.12.03

YipekYoliKaravan-200.jpg
Йипәк йолидики караван. 2007 - Йили 24 - өктәбирдә, дунхуаңда тартилған. AFP Photo

11 - Айниң 24 - күни германийиниң бир телевизийә қанили "йипәк йолидики зиярәт хатириси" намлиқ һөҗҗәтлик филимни тамашибинларниң диққитигә сунди.

Бу филим дунхуаңдики уйғур буддизм мәдәнийитиниң ялдамилирини әкис әттүрүш билән башланған. Мәлумки, дунхуаң уйғурларниң ана вәтининиң бир қисми болупла қалмастин, уйғур әҗдадлириниң нәққашлиқ вә һәйкәлтирашлиқ сәнитиниң намайәндилири бир қәдәр ениқ сақлинип қалған җайларниң бири иди. Филимдә һәр йили көплигән чәтәллик саяһәтчиләрниң бу йәрдә зиярәтләр елип баридиғанлиқи, бу маканниң илгири уйғурларға тәвә болғанлиқи әскәртилгән. Шуниң билән биргә кучадики миң өйму тәпсили тонуштурулған.

Уйғурларниң азап - оқубәтлири тәсвирләнгән

"Йипәк йолидики зиярәт хатириси" намлиқ филимдә гәвдиләндүрүлгән теминиң мәзмун даириси кәң болсиму, уйғурларниң 1949-йилидин кейинки азаблиқ турмуши асаси салмақни игилигән.

Бейҗиңдин нәччә миң километир йирақлиқтики мусулман уйғурларниң интайин қаттиқ сиясий бесим астида қалғанлиқи, диний етиқадиниң боғуливатқанлиқи ипадиләнгән. Әлмисақтин тартип көп пәрзәнтлик болуп яшаш адитигә игә болған уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан бүгүнки пиланлиқ туғут сияситиниң бу милләтниң нәслини қурутуш характеригә игә болғанлиқини көрсәткән.

Уйғур қол һөнәрвәнчиликиниң вәйранчилиққа учраш әһвали, хитай аққунлириниң көплики сәвәблик уйғурларниң өз вәтинидә мусапир хәлққә айлинип қалғанлиқи, улар үчүн җан беқишниң күнсери мүшкүллишиватқанлиқи қатарлиқ һәр саһә мәзмунлар йорутуп берилгән.

Өз һәққини тәләп қилған уйғурлар өлүмгә һөкүм қилиниду

Бир түрк зиялийси өзини қудрәтлик вә заманиви көрситиватқан хитайда давам қиливатқан намратлиқ вә зулумларниң бу дәриҗидә юқирилиқини илгири тәсәввур қилип бақмиғанлиқини, бу филимдики уйғурларниң турмушини көргәндин кейин, хитайға қарита чүшәнчисидә бурулуш болғанлиқини әскәртип, "әгәр хитайни бай вә заманиви дейишкә тоғра кәлсә, уни бай вә заманиви қилған нәрсиниң уйғурларниң байлиқлири икәнликини унутмаслиқ керәк иди.

Хитайдики һәр бир үлүш тәрәққиятта уйғурларниң һәққи бар. Әпсуски, хитай һөкүмити һәқсизлиқ қиливатиду, уйғурларни әң қаттиқ рәвиштә бастуриватиду" деди вә йеқиндила қәшқәрдә өлүм җазасиға мәһкум қилинған алтә нәпәр уйғурниң өз һәққини тәләп қилғанлиқи үчүн җазаланғанлиқини тилға алди.

Хараблашқан қәшқәр

"Йипәк йолидики зиярәт хатириси" намлиқ филимдә нуқтилиқ һалда қәшқәрдики намрат уйғурларниң турмуши ипадиләнгән. Қәшқәрниң илгири мәркизи асияниң сода мәркизи, йипәк йолиниң түгүни болғанлиқи, әлмисақтин мәшһур сода мәркизи болуп кәлгән бу қәдимий шәһәрниң бүгүн хараблашқанлиқи көрситилгән.

Қәшқәрдики улағ базиридики көрүнүшләр, кишиләрниң устура билән чач алдуруш адәтлири, иптидаий шәкилләрдә ишләпчиқириш сайманлирини ясашлири, яймичилиқ билән тирикчилик қилишлири, қалақ ишләп чиқириш шәкиллири қатарлиқ һаят адәтлирини көрситип, бу йәргә тәрәққият дегән нәрсиниң йеқин кәлмигәнликини, әйни заманларда мәдәнийәт һәм тәрәққиятниң бөшүки болған бу юрт хәлқиниң бүгүн оттура әсирниң һаятлиқ һалитигә чекинип кәткәнликини ипадилигән.

Хитай шәһәрлиридики һәшәмәтлик турмуш билән уйғурларниң бичарә һаләтлири селиштурулуп, бу земинда давам қиливатқан миллий зулумниң қайси дәриҗигә йәткәнлики изаһланған.

явропалиқлар кәсмә чөпни уйғурлардин өгәнгән

"Йипәк йолидики зиярәт хатириси" намлиқ филимдә йәнә, мәшһур саяһәтчи маркополониң 1274 - йили қәшқәргә кәлгәндә уйғурларниң нәччә миң йиллиқ тарихқа игә болған ләғминигә еғиз тәккәнликини вә уйғурларниң бу миллий тамиқини италийигә әкилип, явропада кәсмә чөпниң дуняға келишигә сәвәбчи болғанлиқиниму қистуруп өткән. Буниңдин башқа уйғурларниң миллий қәһриманлири қатарида һөрмәт билән тилға елинидиған ипархан һәққидә мәлумат бәргән вә униң қәшқәрдики қәбрисиниң зиярәт хатирисини көрсәткән. Уйғур деһқанлириниң намрат турмуши

Уйғур деһқанлириниң ечинишлиқ һали бу филимдә алаһидә гәвдиләндүрүлгән көрүнүшләрниң бири болған. Һечқандақ бир заманиви ишләпчиқириш үскүнисигә еришәлмигән уйғур деһқанлириниң, йил бойи тартқан җапасиға яриша һәққә еришәлмәйдиғанлиқи, уларниң йиллиқ кериминиң 120 йевроға йәтмәйдиғанлиқи көрситилиш арқилиқ, хитайниң сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий адаләтсизликлириниң дәлил - испатлири оттуриға қоюлған.

Уйғурларниң азаблиқ турмуш һаләтлири һәққидики бундақ филимләрниң көпләп көрситилиши, германийә пуқралириниң хитайни чүшинишигә түрткә болупла қалмастин, уйғурларниң техиму кәң тонулишиғиму түрткә болмақта. (Әкрәм)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.