Йопурға йезисиға чапланған варақчә
2007.02.14
Йеқинда қәшқәрдин исмини ашкарилашни халимиған бир деһқан, йопурға наһийисидә үч йилдин бери йүз бериватқан наһәқчиликләргә чидап туралмай, бизгә телефон қилип хәлқниң һалини йәткүзмәкчи икәнликини ейтти.
Гунаһсизларниң төлигән җәриманилири қайтуруп берилмигән
Биз бу кишиниң ейтқанлириға асасән, мәзкур мәсилә һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш мәқситидә йопурға наһийисидики йезиларға қаритип телефон қилдуқ. Бир қанчә деһқанниң инкаслириға асасланғанда, 2003 - йили -6 айниң -19 күни терәм йезилиқ һөкүмәтниң тәшвиқат тахтисиға хәт чаплаш вәқәсини йәрлик сақчилар терәм йезидики бөлгүнчилик делоси дәп бекитип, шу күнидин башлап хушхәт язалайдиған, диний етиқади күчлүк гуманлиқ дәп қаралған деһқанларни җинайәт гумандарлири қатарида тутуп, бу җәрянда бирәр миңға йеқин кишини тутуп солиғандин башқа күнлүкигә 35 йүәндин җәриманә алған, бу арида һейтахун һошур исимлик бир яшму, хәт почиркиси варәқчидики хәткә охшиғанлиқи үчүн тутуп сорақ қилинған. 130 Күндин кейин бу яшниң мәзкур дело билән алақиси йоқлиқи ениқлинип қоюп берилгән болсиму, у төлигән бир нәччә миң йүән җәриманини қайтуруп бәрмигән.
Йеқинда мәзкур делониң терәм йезилиқ толуқсиз оттура мәктәпниң оқутқучи һәм оқуғучилири билән мунасивәтлик икәнлики бекитилгән. Әмма бу мунасивәт билән илгири соланған деһқанларниң тартқан зиянлириниң сориқи болмиған, роһий, җисманий һәм иқтисади җәһәтләрдин наһәқ зиянға учриғучи деһқанлар мунасивәтлик даириләргә әрз қилип көргән болсиму, әрзни һечкимгә аңлиталмиған.
Деһқанларни асассиз қахшатқан сақчи өстүрүлгән
Әксичә, әсли терәм йезилиқ сақчи понкитиниң җинайи ишлар сақчиси, мәзкур бөлгүнчилик делосиға мәсул болған, қалаймиқан җәриманә йиғип деһқанларни тутқун қилип җақ қақшатқан турғун худабәрдиниң йеқинда хизмәт көрсәтти дәп йопурға наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисигә сиясий комиссар қилип өстүрүлгәнлики деһқанларниң ғуруриға техиму қаттиқ тәгкән болуп, улар бигунаһ соланғандинму бәкрәк хорлуқ һәм наһәқчилик һес қилған.
Бир деһқанниң ейтишичә, турғун худабәрди, үч йил җәрянида йопурға наһийисидики терәм йезиси, аччиқ йеза, йопурға йезилиридики миңларчә деһқандин бир нәччә йүз миң йүән пул йиғивалған.
Биз йопурғида йүз бәргән шундақла техи һәл болмиған мәзкур вәқә һәққидә терәм йезилиқ сақчи понкитиға телефон қилип мәзкур делоға мәсул турғун худабәрдини сүрүштә қилдуқ.
Биз йәнә, йопурға наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисигә телефон қилип мәзкур делониң тәрәққиятини соридуқ, телефонни алған бир хитай сақчи терәмдә йүз бәргән вәқәни "бөлгүнчилик делоси дәп етрап қилған болсиму ахирида бизниң америкидин телефон қиливатқанлиқимизни билгәндин кейин йәнә өзиниң ейтқанлирини инкар қилип бундақ иш йүз бәрмиди, буни силәр нәдин билдиңлар? бу һәқтә саңа һечқандақ җаваб йоқ" деди.
Мәхпи тутуп келингән вәқә
Деһқанларниң ейтишичә, мәзкур мәсилини йәрлик һөкүмәт һәмдә сақчи даирилири сирттин интайин мәхпий тутуп җиддий тәкшүрүп келиватқан болуп нурғун бигунаһларниң мушу баһанида тутулуп соланған һәтта хитай өлкилиридә ечилған толуқ оттура мәктәплиридә оқуватқан оқуғучиларму буниңдин қутулалмиған. Биз терәм йезилиқ оттура мәктәптин мәзкур вәқәгә четишлиқ дәп тутулған оқутқучи һәм оқуғучиларниң әһвалини соридуқ.
Биз хәлқниң күчлүк инкаслириға асасән вәқә асаслиқ йүз бәргән терәм йезилиқ һөкүмәткә телефон қилдуқ, телефонни алған муавин йеза башлиқи өзиниң мәзкур мәсилидин хәвәрсиз икәнликини билдүрүп җаваб бериштин өзини тартти.
Зияритимизни қобул қилған деһқанларниң ипадисидин мәлумки, деһқанларниң мәзкур мәсилигә нисбәтән һөкүмәт орунлири сиртқа ашкарилимаслиқ ичидә қаттиқ бесим қилиш усулини қоллинип ениқлаватқан болуп, мәсилә техи рәсмий ениқланмиған һәм бир тәрәп қилинмиған. Бирақ бу вәқәниң йәниму еғир наһәқчилик мәсилигә айлинишида баш рол ойниған, деһқанларниң наразилиқини қозғиған киши- сақчи турғун худабәрди техиму юқири орунға йәни наһийилик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мәхсус үч хил күчләргә зәрбә беришкә мәсул сиясий комиссарлиқиға өстүрүлди, деһқанлардин йиғилған җәриманиләрниң изи йоқ, бигунаһ соланғанлиқиниң җаваби йоқ, әң муһими әрз қилиш нийитигә кәлгән деһқанларниңму буниң билән әрзни ақтурушқа техиму үмиди йоқ. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном районида уйғурлар әркинликтин мәһрум қалдурулған
- Немә үчүн хитай даирлири уйғур язғучилириниң әсәрлирини чәкләш билән биллә уларни түрмиләргә ташлайду?
- Уйғурлар һәргиз өзини "хитай" дәп етирап қилмайду
- Хитай уйғурлардин "үчкә етибар бериш" ни қобул қилишни тәләп қилмақта
- Уйғурлар таҗавузчилардин өгәнмәйду
- Хитай әскәрлири билән уйғурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди
- Мавзедуң оттуриға қойған "шәрқ шамили" қурулуши аллиқачан бәрбат болған, буниңдин кейин ғәлибә қиламду?
- Хитай даирилириниң уйғур миллий маарип саһәсигә қаратқан тазилаш һәрикити ғәлбә қазиналамду?
- Хитай һөкүмитиниң үч хил күчләргә зәрбә бериш сиясити уйғурларниң наразилиқи вә мустәқиллиқ арзулирини күчәйтмәктә
- Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш үчүн тапқан йеңи баһаниси
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң али сотчилар йиғини "үч хил күчләр" ни музакирә қилиду