Йопурғиниң ешәк базисиға айлиниши йәрлик деһқанларға немә елип кәлди?
2007.09.06
Хитай һөкүмитиниң қәшқәр йопурға наһийисини хитайдики әң чоң ешәк мәһсулатлирини ишләпчиқириш базисиға айландуруп , бу юртқа "ешәк юрти" дәп нам бәргәнликидин хәвириңиз болса керәк . Үрүмчи йәрмәнкиси һәққидики хәвәрләргә қариғанда , хитай ширкәтлири бу йил йопурғида ешәк мәһсулатлирини ишләпчиқиришқа йәнә 70 милйон юән мәбләғ селишқа келишим түзгән . Игилишимизгә қариғанда , йопурғида қурулған ешәк фермиси һәмдә барлиқ ешәк мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш завутлириниң һәммиси хитай өлкилиридин келип мәбләғ салғучилар тәрипидин қурулған болуп , һәтта бу фермиларниң ишчилириму аққун хитайлар икән .
Ундақта , йопурға ешәк юртиға айландурулғандин кейин , йәрлик деһқанларға қанчилик мәнпәәти тәгди ?
Йопурға йәниму кәң ешәк базисиға айланмақчи
Тәңритағ тори бу һәптә, 16 - нөвәтлик үрүмчи йәрмәнкисидә , хитайниң бәзи ширкәтлири йопурға ешики сүт мәһсулатлирини пишшиқлап ишләшкә 20 милйон , ешәк гөши вә ешәк йелими қатарлиқ мәһсулатларни пишшиқлап ишләш түрлиригә 50 милйон юән болуп , җәмий бу түргә 70 милйон йүәнлик мәбләғ селиш тохтими түзгәнликини хәвәр қилди. Хитай даирилири 2000 - йили йопурға ешикиниң алаһидә сүпәтликликини байқиғандин кейин 2001 - йили йопурға наһийисигә мәхсус мәбләғ селип йопурға ешики мәһсулатлирини пишшиқлап ишләшкә башлиған иди.
2003 - Йили хитайдики әң чоң ешәк йилими ишләйдиған шәндуң доңе ешәк йелими завути, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң мәхсус тәстиқи билән, йопурғини мәхсус хам әшя йәткүзүп беридиған нуқтилиқ ешәк базисиға айландурушқа башлиған. Шундақла буниң билән йопурға наһийисидә ешәк гөши , ешәк сүти мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш завутлири кәйни - кәйнидин қурулушқа башлиған. Гәрчә уйғурлар ешәкни қатнаш қорали вә әмгәк қорали сүпитидә өйдә беқип ишләтсиму , әмма ешәк гөшини вә униң һәр қандақ мәһсулатини һарам дәп истимал қилмайду . Әмма хитайларда болса асманда сумруғ гөши йәрдә ешәк гөши мәззилик" дәйдиған сөз болуп , ешәк уларниң әң яқтуруп йәйдиған қиммәтлик йимәклики һесаблинидикән. Ешәк сүтини истимал қилғандин башқа , ешәкниң башқа әзалири һәмдә терисиниму дора вә гирим боюмлирини ясашқа ишлитидикән.
Хитай һөкүмити йопурға ешикидин йәниму юқири иқтисадий үнүм һасил қилиш үчүн , йопурғида ешәк мәһсулатлирини ишләшкә мәбләғ салғучиларға баҗда алаһидә етибар беришкә охшаш сиясәтләрни қоллинип кәлмәктә. 2005 - Йили хитай һөкүмити қәдимий уйғур юрти болған йопурғиға " ешәк юрти" дәп нам бәрди.
Йопурға ешикидин киргән милйонлап пайда кимгә?
Тәңритағ ториниң бәргән хәвиридә көрситишичә , йопурға ешәк базисиға айландурулғандин кейин йәрлик деһқанларға наһайити зор иқтисадий үнүм елип кәлмәктә икән. Биз бу һәқтә йопурға наһийилик һөкүмәт һәмдә йезилардики деһқанлардин әмәлий әһвал елишқа тириштуқ , йопурға наһийилик һөкүмәт ишханисиға уланған телифонимизға , ишхана катипи рен актиплиқ билән җаваб бәрди.
Бу катипниң тонуштурушичә , йопурға наһийилик һөкүмәт мәхсус ешәк базисини кеңәйтиш үчүн мәбләғ чақириш ишханиси тәсис қилған болуп , һазирғичә хитайдики йәттә ширкәт бу наһийигә мәбләғ селип завут вә ферма қурған . Һөкүмәт бу мәбләғ салғучиларниң йәрлишиш ишлирида вә баҗ қатарлиқ мунасивәтлик тәрәпләрдә алаһидә етибарлар беридикән. Ишләпчиқирилған ешәк мәһсулатлири хитай өлкилири һәмдә чәтәл базирида барғанчә базар тепип даңлиқ мәһсулатларға айланған.
У йәнә , бу йил селинған 70 милйон юән мәбләғниң асасән ешәк фермисини кеңәйтип қуруш вә ешәк сүти пишшиқлап ишләш түригә селинидиғанлиқини ейтти. Биз бу катиптин бу наһийидә ешәк ферма вә завутларниң көпийиши йәрлик аммиға қандақ мәнпәәт елип келиватқанлиқини соридуқ. У "йопурғида ешәк фермилири һәм ешәк мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш завутлири қурулғандин кейин деһқанлар ешәк сүтини һәм ешәкни сетип иқтисади пайда көрүватиду, завутларға ишқа орунлишиватиду " деди.
Ешики йоқ молламниң қулиқи тинч
Биз буниңдин илгири йопурғиға ешәк юрти нами берилгәнлики һәққидә бәргән мәлуматлиримизда , хитай һөкүмитиниң уйғурлар олтурақлашқан қәдимий юрт йопурғиға ешәк юрти дәп нам бәргәнликиниң уйғурлар тәрипидин "бу нам өрп - адәт, диний һәм миллий әқидилиригә қилинған һақарәт дегән наразилиқларни пәйда қилип қаттиқ тәнқидкә учрап келиватқанлиқи һәққидә инкасларни аңлатқан идуқ . Йопурғиниң йезилиридики деһқанлардин игилишимизчә , йопурға наһийисиниң ешәк йүртиға айландурулуши уйғурларниң миллий һәм диний һессиятиға зәрбә берипла қалмай, йәнә йәрлик деһқанларни иқтисадий җәһәтләрдинму еғир зиянларға учритип кәлмәктә.
юқиридики улиништин, йопурғиниң ешәк базисиға айландурулуши йәрлик уйғур деһқанлириға немиләрни елип кәлгәнликини деһқанларниң өзлиридин аңлайсиз. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дөлити терроризимниң тәһдитигә учраватамду?
- " Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?
- Ваң лечуәнниң сөзигә қарита оттуриға қоюлған алтә суал
- Хитай һөкүмити уйғур елидә йәнә бир көләмлик бастуруш һәрикити елип бериш бешаритини бәрди
- Америка кеңәш палатаси хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)
- Ким кимниң дүшмини? (2)
- Йопурға "ешәк юрти" қилинғандин кейинки параңлар (2)
- Йопурға "ешәк юрти" қилинғандин кейинки параңлар (1)
- Йопурға йезисиға чапланған варақчә
- Исмайил сәмәт хитай һөкөмити тәрипидин өлүмгә һөкүм қилинди
- Йопурға "ишәкләр юрти" ?