Йүсүп мухлиси вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди
2005.08.10
8-Авғуст күни қазақистанниң алмута шәһиридә шәрқий түркистан инқилабий миллий бирликсепиниң рәиси, тарихчи йүсүп мухлиси вапатиниң бир йиллиқини хатириләш мунасивити билән, мәрһумниң намиға нәзир берилди.
Паалийәткә қатнашқан ихтияри мухбиримиз абдулла, мәрһум йүсүп мухлисиниң сәпдиши абдураззақ һаҗим вә музәммил мәсчитиниң имами аббас қариһаҗилар билән сөһбәтлишип, уларниң йүсүп мухлиси тоғрисидики қарашлирини игилиди.
©
2005 Radio Free Asia