Түркийә телевизийисидә уйғур алими йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилик тонуштурулди

Түркийә т р т авази телевизийиси уйғурлар тоғрисида программа тарқитишни давам қилмақта. Т р т авази телевизийисиниң түрк дунясидин излар дегән һәптилик программисида 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида мәхсус программа тарқитилди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.10.26
Yusup-xas-hajip-305.jpg Түркийә т р т авази телевизийиси 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида мәхсус программа тарқатти.. 2012-Йили өктәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Бу программида түркийә ғази университетиниң оқутқучиси профессор доктор наҗийә йилдиз ханим, профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун, профессор доктор олҗубәй қаратайиф, қирғизистан-түркийә манас университетиниң тарих оқутқучиси профессор доктор тунҗәр гүләнсой, доктор қалийә қулалиюва, қирғизистан иҗтимаий пәнләр академийисиниң профессори бубина орузбаюва қатарлиқ тәтқиқатчи алимлар, йүсүп хас һаҗип вә қутадғубилик тоғрисида пикир-қарашлирини баян қилди.

Тәтқиқатчилар, йүсүп хас һаҗипни уйғур яки башқа түркий хәлқләрдин қайсиға мәнсуп болуштин қәтийнәзәр, түрк дунясиниң ортақ алими дәп қарайдиғанлиқини вә йүсүп хас һаҗипниң надир әсири қутадғубиликниң түрк дунясиға узун заман чоңқур тәсир көрсәткән әсәр икәнликини баян қилди.

Түркийә т р т авази телевизийисидә, профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида тохталди. 2012-Йили өктәбир, түркийә.
Түркийә т р т авази телевизийисидә, профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида тохталди. 2012-Йили өктәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Программида профессор доктор наҗийә йилдиз ханим сөз қилип мундақ деди: қутадғубилик әйни дәврдики башқа әсәрләрдикигә охшаш аллаһқа һәмду сана ейтиш вә муһәммәд әләйһиссаламға дурт вә салам йоллаш билән башланған. Бу алаһидиликләр билән қутадғубилик 11-әсирдә йезилған әң муһим әдәбий әсәрдур. У дәврдә йәнә түркий тиллар диваниға охшаш башқа қиммәтлик әсәрләрму йезилған болуп, әмма түркий тиллар дивани тилшунаслиқ саһәсидики шаһәсәрдур. 11-Әсирниң әң муһим әдәбий әсәрләрдин бири түрк тилида йезилған қутадғубилик әсири десәк хаталашқан болмаймиз.

Қутадғубиликниң нәччә йүз йилдин буян сақлинип келиватқан 3 хил нусхиси мәвҗут

Йүсүп хас һаҗипниң қутадғубилик дегән әсири, у дәврдә вә кейинки мәзгилләрдә унтулуп кәткән яки аз бир қисим кишиләр тәрипидин оқулғанлиқи тәхмин қилинмақта. Шу сәвәбтин қутадғубилик өтмүшниң қараңғу зулмәтлиридә йоқ болуп кетиш хәвпигә дуч кәлгән. Әмма униң қиммитини билгән кишиләр у әсәрни йоқ болуп кетиштин сақлап қалған вә қутадғубиликни тарихниң қараңғу сәһипилиридин тартип чиқирилған.

Түркийә т р т авази телевизийиси 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида мәхсус программа тарқатти.. 2012-Йили өктәбир, түркийә.
Түркийә т р т авази телевизийиси 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида мәхсус программа тарқатти.. 2012-Йили өктәбир, түркийә.
RFA/Arslan

Т р т телевизийә программисида профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун, йүсүп хас һаҗипниң надир әсири қутадғубиликниң үч хил нусхиси барлиқини билдүрүп мундақ деди: қутадғубиликниң бүгүнки күнгичә йетип кәлгән үч нусхиси бар. Булардин биринчиси тунҗи қетим оттуриға чиққан вә тәтқиқатларниң асасини тәшкил қилған нусхиси болуп, һират нусхисидур. Әрәб һәрплири билән йезилған нусхисидин уйғурчиға тәрҗимә қилинған нусхиси, безиләр бу нусха уйғур тилида йезилип әрәб тилиға тәрҗимә қилинған дегән қарашларму бар. Иккинчи нусхиси пәрғанә нусхиси, бу нусхини 1924-йили өзбек алим фитрәт тепип чиққан, сулус һәрплири билән йезилған бу нусхисиниң һират нусхисидин техиму кона нусха икәнлики билдүрүлгән.

Үчинчи нусхиси болса мисир нусхиси, бу нусха 1896-йили қаһирә падишаһлиқ кутупханисиниң әйни замандики мудири германийилик алим моритиз тәрипидин тепилған. Кутупханиниң асти қаттики амбарға ташливетилгән вә йиртилип кәткән һалда тепилған бу нусха тасадипий һалда йоқ болуп кетиштин сақлинип қалған.

Программида профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун қутадғубиликниң тәсири тоғрисида сөз қилип мундақ деди: қутадғубиликниң бүгүнки күндә үч қолязма нусхиси мәвҗут болуп, буларниң бири уйғур һәрплири билән икки нусхиси әрәб һәрплири билән йезилған. Бу әсәрләр кейинки дәврдә тепилған йәрләрни сөзләйдиған болсақ, қанчилик кәң бир җуғрапийигә тарқалғанлиқини чүшинишкә болиду. Бу нусхилардин бири 1897-йили мисир қаһирәдә тепилған. Бу нусха әрәб һәрплири билән йезилған. Йәнә бир нусхиси пәрғанидә тепилған йәни һазир өзбекистанда мәвҗут. Йәнә бири истанбулда тепилған. Бу китабниң келип чиқиш тарихини билимиз, уйғур тилида йезилған нусхиси һиратта йезилған йәни һазирқи афғанистанда. Йәнә бир нусхиси фатиһ султанниң оғли бәязит дәвридә истанбулға кәлтүрүлгән. Кейин истанбулдин австрийиниң вияна шәһиригә елип кетилгән. Һазир у китаб виянада сақланмақта. Демәк қутадғубиликниң уйғур тилида йезилған нусхисиниң истанбул, мисир вә түркистан дегәнгә охшаш кәң бир җуғрапийидә тәсири бар демәктур. Бүгүн қолимизда бар болған үч нусхидин шуни чүшинишкә болидуки, әйни замандики бу нусхилириниң тарихлириму униң тәсириниң қанчилик узун заман давам қилғанлиқини көрситиду. Бу уйғур тилида йезилған нусхиси 1430-йилларда йәни темурниң оғли шаһруһниң заманида йезилған. Демәк у китабниң әсли нусхиси 1068-йили йезилған. 1068-Йилдин 1430-йилғичә униң тәсири давам қилған вә қолдин ‏-қолға өтүп сақлинип кәлгән. Кейин фатиһ султанниң оғлиниң дәвридә истанбулға кәлтүрүлгән. Йәни иккинчи бәязитниң заманида йәни 1481-йилларда фатиһ султан вапат болди. Бу әсәр 1490-йилларда истанбулда тәсирини көрсәтти.

Мисир нусхисиға 1370-йилларда мисирда изаһат йезилған. Демәк бу әсәр 11-әсирдә йезилған болсиму, 15-әсиргичә тәсирини көргили болиду.

Т р т авази телевизийисиниң программисида йәнә, йүсүп хас һаҗипниң қутадғубилик дегән әсирини тунҗи болуп қайси тилда язғанлиқини, йүсүп хас һаҗипниң қайси милләттин икәнлики узун замандин буян тартишип келиватқанлиқини, уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек вә түрк хәлқләрниң һәммиси уни өзлиридин дәп қарайдиғанлиқини, муһим болғини қутадғубиликниң түрк дунясиниң қиммәтлик ортақ шаһ әсәри икәнликини, түрк дунясини бир-биригә бағлап туридиған, түрк дунясини бирләштүридиған муһим әһмийәткә игә бир әсәр икәнликини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.