Йүсүпбәк мухлиси вапатиниң икки йиллиқи мунасивити билән мәрһумниң әһмийәтлик һаяти паалийәтлири әсләнди
2006.08.28
Шәрқий түркистан мустәқиллиқ даваси йолида бир өмүр күрәш қилған, язғучи, тарихчи йүсүпбәк мухлиси вапатиниң икки йиллиқи мунасивити билән, бу һармас мустәқиллиқ күрәшчисиниң һаятида қилған әһмийәтлик ишлири әсләнмәктә. 1992 - Йили алма - атида чақирилған хитайниң лопнурни атом синақ мәйдани қилғанлиқиға қарши ечилған хәлқаралиқ муһакимә йиғининиң ечилишида йүсүпбәк мухлиси интайин муһим рол ойниған икән.
Бу һәқтә мәрһум билән бир сәптә ишлигән азат һекимбәк әпәнди қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, йүсүпбәк мухлисиниң әйни вақитта ишлигән хизмәтлирини тонуштурди.
©
2006 Radio Free Asia