Бир әйдиз пидакариниң людавандики зиярәт хатириси


2006.03.24
xeroin.jpg
2006-Йили 21-январ күни сақчилар хероин сетивалғучи сияқидики сақчи тәрипидин тутулған зәһәрлик чекимлик сатқучиниң нәрсилирини ахтурмақта. AFP

Үрүмчидики әйдиз вирусиниң тез тарқилишиға көңүл бөливатқан бир топ алий мәктәп оқуғучилири өзликидин "қар ләйлиси әйдиз кесили тәтқиқат вә тәрбийә программиси" ни тәшкилләп, яш- өсмүрләр арисида әйдиз кесилиниң алдини елиш тәрбийисини елип барған. Ваң вейли мушу тәшкилатниң пидаийлири билән биллә 3 - айниң 12 - күни людаванни зиярәт қилған.

Әхләткә толған район

Ваң вейли хатирисидә өзиниң людаванға йеқинлашқан пәйттин башланған тәсиратини мундақ язиду:

"Мениң тунҗи тәсиратим, бурнум интайин биарам болди, ечишти. Йираққа қарисам ис- түтәккә толған хунук асман. Вәйранә өйләр, топа- чаң йеғип турған йоллар. Әмма бу йәрдә нурғун адәмләр яшайдикән. Биз көрмәкчи болған районимизда, бир башланғуч мәктәп, бир оттура мәктәп, бир дохтурхана, нурғун укул йиңнә қалдуқлири ташланған кичиккинә дәрәхзарлиқ вә бир нәччә әхләт дөвилири бар икән. Мән пидаийларниң бу райондики әһвалларни чүшәндүрүшини аңлиғандин кейин, йүрәклирим ечишип кәтти....."

Униң билдүрүшичә, қар ләйлиси әйдиз программиси паалийәт елип баридиған сорун бир башланғуч мәктәпниң йенида болуп, йол бойида бир кичик дәрәхлиқтин өтүшкә тоғра келиду. Бу йолда, туруп қалған сесиқ су вә әхләт дөвилири маңдамда бир учрайду. Дәрәхлиқтин өткәндин кейин, оң тәрәптә бир қисим пакар- пакар аилиликләр қоролири бар. Сол тәрәптә, чеқиветилгән өйләрниң харабиси бар. Алдиңизға болса башланғуч мәктәп учрайду. У хатирисидә мундақ дәйду: "мән башланғуч мәктәпни көрүп һаяҗанлинармәнмикин дегәнтим, әмма әһвал ундақ болмиди. Чүнки алди билән көзүмгә челиққини мәктәп дәрвазисиниң икки четидики әхләт дөвиси болди..."

Зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң әхлити

Ваң вейлиңниң хатирисидә көрситишичә, бу бир уйғур башланғуч мәктипи икән. Балиларниң паалийәт мәйдани болған бу дәрәхзарлиқ кишини толиму әндишигә салидиған болуп, чүнки бу дәрәхзарлиқниң һәммә йәрлиридин зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр ташливәткән керәксиз "укул йиңнә қалдуқлири" ни учратқили болиду.

"Йиңнә алмаштуруш орни"

Ваң вейлиң йәнә хитай һөкүмити зор күч билән тәшвиқ қиливатқан " хитай- австралийә әйдиз кесилиниң алдини елиш вә ғәмхорлуқ программиси" ниң бир қисми болған ишлитилгән укул йиңнисини йеңигә алмаштуруп бериш программисиниң иҗра қилиниш әһвалини күзәткән.

Мәзкур программа зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр арисида, укул йиңнисини қайта ишлитиш, ортақ ишлитиш арқилиқ әйдиз вирусиниң юқушиниң алдини елишни мәқсәт қилған болуп, 2004 - йили 11 - айда тунҗи болуп людаванда йиңнә алмаштуруш орни тәсис қилинған.

Ваң вейлиң пидаийлар билән биллә, йиңнә алмаштуруш орнини сүрүштүрүп тәстә тапқан. Улар "йиңнә алмаштуруш орни" дегән вевеска есилған бир кичик боткиға киргәндә, хоҗайин уларға бу орунниң техи йеңи тәсис қилинғанлиқини, һазирғичә бирла адәмниң йиңнә алмаштуруш үчүн келип баққанлиқини, әмма әтраптики аилиликләр қоруси вә дәрәхзарлиқта ишлитип ташливетилгән укул йиңнисиниң көп учрайдиғанлиқини ейтқан.

Ваң вейлиң вә пидаийлар буниң билән бирла аилиликләр қорусиға өтүп көрүп бақмақчи болған. У хатирисидә мундақ дәп язиду: "биз бир бинаға келип ишикиниң алдида укул йиңнисидин бирни байқидуқ. Унчә издәпму кәтмәй, әтраплириға мундақ көз йүгүртүп чиқсақ, бириниң арқидин бири болуп, җәмий бәш данә укул йиңниси тепилди. Биз бу укул йиңнисини терип, һелиқи йиңнә алмаштуруш орнидики йиғивелиш сандуқиға қоюп қойдуқ".

170 Миңға йеқин данә укул әсваблирини йиғивелинғандин кейинки һаләт

Хитай һөкүмитигә қарашлиқ "шинҗаң иссиқ линийиси тор бети" техи 2 - айниң 21 – күни "үрүмчи шәһиридә йәнә йиңнә алмаштуруш орунлиридин 44 и көпәйди" дегән темида елан қилған мақалисида "мәзкур программа бойичә йиңнә алмаштуруш орни 2004 - йили 11 - айда людаванда тунҗи болуп ечилғандин буян, һазирғичә бу алмаштуруш орни 170 миң данә укул әсваблирини тарқатти. Керәксиз укул йиңнә қалдуқлирини йиғивелиш нисбити 98.6% Кә йәтти" дәп билдүргән иди. Ваң вейлиң буниңдин қаттиқ гуманлинидиғанлиқини билдүрүп, пәқәт бир бинаниң алдидики бәш кувадират метирға йәтмигән җайдинла бәш ташливетилгән укул йиңниси учриған турса, бу сөзләргә қандақму ишәнгили болиду дәп соал қойған.

Бу һәргизму биз пидаийлар вә шәхсиләрниң күчи йетидиған иш әмәс

Тик қудуқта паалийәт елип бериватқан қай ләйлиси әйдиз тәтқиқат вә тәрбийә программисиниң мәсули, шинҗаң педагокика университетиниң үчүнчи йиллиқ оқуғучиси чаң күн, өзиниң бу қетимқи зиярәткә бармиғанлиқини, әмма сәпдашлиридин аңлиған мәлуматларға қариғанда, людаван муһит вә әйдиз кесилиниң алдини елиш вәзийитидә еғир мәсилиләрниң барлиқини көрситидиғанлиқини билдүрди:

"Мениңчә людавандики мәсилиләрни һөкүмәт бир туташ һәл қилмиса түзәлмәйду. Бу һәргизму биз пидаийлар вә шәхсиләрниң күчи йетидиған иш әмәс. Ойлап беқиң, муһит , һелиқи башланғуч мәктәп, укул йиңнисини алмаштуруш орниниң әһвали шу турса, һәтта аилиликләр бинаси алдида керәксиз укул йиңнә қалдуқлири ташлинип ятса, мениңчә буйәрдики мәсилә интайин еғир. Мениңчә һөкүмәт укул йиңнисини алмаштуруш орнини алди билән түзәш керәк. Техиму үнүмлүк вастә тепиш керәк".

У өзиниң нөвәттә уйғур елидики әйдиз вәзийитигә иҗабий қаримайдиғанлиқини, бирақ өзлириниң қабилийитиниң интайин чәклик һәмдә бу һәқтики ярдәмләрниң аз болғанлиқи үчүн қилишқа тигишлик нурғун ишларға қурбий йәтмәйватқанлиқини ейтти. Униң ейтишичә, йеқинда сәвәпсизла уларниң қар ләйлиси программисиниң тор бети тақилип қалған. У қар ләйлиси әйдиз тәтқиқат вә тәрбийә программисидики он нәччә һәр милләт оқуғучилиридин тәшкил тапқан пидаийларниң мүшкүл шараитқа қаримай, балиларға көңүл бөлүш, балилар арисида әйдиз кесилиниң алдини елиш тәшвиқатини елип бериш паалийәтлирини давамлаштуридиғанлиқини көрсәтти. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.