Хитай зәһәрлик чекимликни баһанә қилип туруп, уйғурларға зәрбә беришни күчәйтмәктә
2006.07.21
Зәһәрлик чекимликләрниң ичидә бир қәдәр өткүр зәһәр күчигә игә болған хероинниң уйғур елидә тарқалғанлиқиға он нәччә йил болди. Дәсләп у уйғур елигә хитай өлкилиридин киргән иди. Нөвәттә уйғур елидә зәһәрлик чекимлик вәзийити еғирлап, зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр сан җәһәттиму хитай бойичә алдинқи орунниң бирини игиләп кәлмәктә вә буниңға әгәшмә һалда келип чиққан әйдиз мәсилилириму уйғурлардики әң чоң иҗтимаий һәм мәсилигә айланди.
Зәһәрлик чекимликниң уйғур елидә нәдин кириватиду?
Бу хитай һөкүмитиниң уйғурларни хәлқарада тәррорс дегән баһана билән йоқитиш пилани ашкариланғандин кейин қолланмақчи болған йәнә бир истратегийилик йоқитиш пилани.
Зәһәрлик чекимликниң күнсайин ямришида уйғурлар, хитай даирилириниң зәһәрниң келиш мәнбәсини тосашқа күчлүк тәдбир қолланмай келиватқанлиқиниң асаслиқ сәвәб икәнликини көрситип кәлмәктә.
Мәлуматлардин ашкариланғандәк, уйғур елида зәһәрлик чекимлик асасән хитай өлкилиридин кириватқан болсиму әмма, нисбәт җәһәттин алғанда зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр сани җәһәттә уйғурлар үстүнлүкни игилимәктә. Болупму ениқланған зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң 90% тин көпрәкиниң уйғур яшлири икәнлики уйғурларни техиму әндишигә салмақта, уйғурлар уйғур елидә зәһәрлик чекимлик тарқалған он йиллардин буян, зәһәрлик чекимликниң яхши контрол қилинмаслиқидин нарази болуп кәлмәктә шундақла бәзиләр хитай һөкүмити уйғур елидә зәһәрлик чекимликниң тарқилишиға қәстән йол қойди дегәндәк гуманлардиму болуп кәлди.
Уйғур елигә икки чоң зәһәр мәнбәсиниң тәсири еғир. Болупму, келиватқан зәһәрлик чекимликләрниң асаслиқи алтун үч бурҗәк райони йәни берма билән хитайниң чеграси болған йүннән арқилиқ кәлгән. Униңдин башқа йеқинқи йиллардин буян бәзи дөләт һалқиған зәһәр әткәсчилириниң афғанистан, пакистан чегралиридинму уйғур елигә зәһәр йөткәшкә урунғанлиқи байқалди. Әмма, буни йүннән қатарлиқ хитай өлкилиридин уйғур елигә келиватқан зәһәрниң миқдари һәмдә муддити билән селиштурғанда аз нисбәтни игиләйду.
Рабийә ханим: хитай һөкүмити йеңи тактика ишләтмәктә
Лекин, нөвәттә хитай даирилири уйғур елини хәлқаралиқ зәһәр әткәсчилириниң алтун һилал ай зәһәрлирини хитайға йөткәштики түгүни дәп көрсәтти. Униңдин башқа хитай өлкилири һәмдә уйғур елидә зәһәр әткәсчилики билән шуғуллиниватқанларниң асасән уйғурлар икәнликини көрсәткәндин башқа, дуня уйғур қурултейиниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәндигә охшаш уйғур миллий һәрикитидә актип рол ойнап келиватқан паалийәтчиниму зәһәрлик чекимлик әткәсчиси қилип көрсәтти.
Буниңға даир игилигән мәлуматлиримиз хитай даирилириниң бу хил тәшвиқатлириниң сахтилиқини испатлиди. Һәтта уйғур елидики зәһәр тосаш сақчисиму буни инкар қилди. Нөвәттә чәтәлләрдики уйғурлар хитай даирилириниң бу хил тәшвиқатлириниң арқисида сиясий сүйқәстләрниң юшурунғанлиқидин гуманланмақта.
Уйғур миллй һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә шәрқий түркистан информатсийә мәркизи тәтқиқат мәркизидин үмид агайи әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, буниң хитай һөкүмитиниң уйғурларни хәлқарада тәррорс дегән баһана билән йоқитиш пилани ашкариланғандин кейин қолланмақчи болған йәнә бир истратегийилик йоқитиш пилани икәнликини оттуруға қойди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Зәһәрлик чекимлик уйғур ели арқилиқ хитайға йөткиливатамду яки хитай өлкилиридин уйғур елигиму?
- Қәһриман ғоҗамбәрди хитай даирилириниң өзини зәһәрлик чекимлик содисиға арилишиш билән әйиблигәнликигә инкас қайтурди
- Рабийә қадир ханим хитайниң шәрқий түркистан исламий һәркити һәққидики сөзлири һәққидә тохталди
- Уйғур деһқанлири зәһәрлик чекимлик мәсилиси һәққидә тохталди
- Уйғур деһқанлири арисида зәһәрлик чекимликкә берилгәнләр барғансери көпәймәктә
- Уйғур елида әйдизниң алдини елиштики әң муһим мәсилә немә?
- Д у қ: уйғур "террорчилири" пакистандики хитай әлчилирини гөрөгә алмақчи болғанлиқи ойдурма
- Уйғур елидики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң көп қисми уйғурлар
- Хитай даирилириниң зәһәрлик чекимләрниң уйғур ели арқилиқ кириватқанлиқи һәққидики йәкуниниң асаси қанчилик ?
- Уйғурларда әйдиз апәткә айланмақта
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә һөрмәт қилиши керәк
- Хәлқара тамака чәкмәслик күни