Ақ алвасти қойнидики уйғурниң нидаси


2006.03.09
aids.jpg
Бейҗиңдики йәр асти пойиз истансисидики әйдиз һәққидики тәшвиқат тахтиси. 1-Декабир. AFP

Зәһәрлик чекимликтин ибарәт ақ алвастиниң уйғур ели һәм хәлқигә балайи -қазалар яғдуриватқиниға он йилдин ашти. Нөвәттә уйғур ели мана әмди зәһәрлик чекимлик һәмдә әйдиз мәсилиси әң еғир җайларниң бири болуп қалди. Қанчлиған бәхтлик аилиләр вәйран болди, қанчилиған яш әвлатларниң яшлиқ гүли солуп, қанчилик кишиниң гүзәл арзу, ғайә, интилишлири, истиқбали хероин билән тәң көйүп ис түтүнгә айланди. Техиму әпсуслинарлиқи, бу паҗиәләрниң һазирға қәдәр давамлишишидур.

Зәһәрлик чекимликкә мәйли қандақла сәвәб билән өгинип қалмисун, пушаймандин җисми һәм роһи азабланмайдиған киши болмиса керәк. Уларму өзиниң зәһәрлик чекимликкә өгинип қелиши түпәйли пүтүн аилиси һәтта әҗдад һәм әвладлирини пүтмәс-түгимәс бәхтсизликләргә муптила қиливатқанлиқидин өкүнәмду ? ақ алвастиниң вәсвәсисидин қутулалмай қийниливатқан азған яшлар немиләрни ойлайду? уларниңму арзулири барму ?

Буларни, мухбиримиз гүлчеһрәниң қәшқәрниң мәлум наһийисидә зәһәрлик чекимликкә өгинип қалғанлиқиға йәттә йилдин ашқан бир яш билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.