Хитай даирилириниң зәһәрлик чекимләрниң уйғур ели арқилиқ кириватқанлиқи һәққидики йәкуниниң асаси қанчилик ?


2006.06.22
zeherlik-chekimlik-150.jpg

Җоңго даирилириниң пәйшәнбә күни әскәртишичә,хитайда зәһәрлик чекимликкә қарши елип берилған узун мәзгиллик күрәшләрдин кейин, алтун үч бурҗәк районидин келидиған зәһәрлик чекимлик әткәсчилики қамал қилинған болсиму, лекин омуми вәзийәткә йәнила үмидвар қариғили болмайдикән.

Инкар қилинған йәкүн

Җоңго зәһәрлик чекимлик контрол қилиш комитетиниң муавин баш катипи чен сүнйи, афғанистандин уйғур аптоном райони арқилиқ киридиған зәһәрлик чекимлик әткәсчилики көпийишкә башлиғанлиқини билдүрди. Чен сүнйиниң әскәртишичә, 2005 - йили хитай бойичә 46 миң зәһәрлик чекимлик әткәсчилик гумандари қолған елинған вә аз кәм 7 тонна хероин қолға чүшүрүлүп, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики қамал астиға елинған. Лекин у, афғанистандин җоңгоға киридиған хероин әткәсчилики "техиму кәң ямиримақта," дәйду.

Униң әскәртишичә, алтун үч бурҗәк райони болупму берма хитайға киридиған хероин вә метафитаминға охшаш йеңи түрдики зәһәрлик чекимликләрниң асаслиқ мәнбәәси, дәп қаралсиму, лекин алтун һилалай райони, дәп аталған оттура асияниң хитай зәһәрлик чекимлик базирида ойнайдиған роли күчүйишкә башлиған.

Чен сүнйи, афғанистанға четилидиған хероин әткәсчилики билән мунасивәтлик бу әһвалларниң тәпсили диталлирини вә бу әткәсчилик йолиниң қайси чигра еғизлиридин өтүдиғанлиқини тилға алмиған. Лекин бейҗиң даирилириниң алтун һилалай районидики зәһәрлик чекимлик әткәсчилики һәққидә елан қилған учури билән йәрлик даириләрниң бу һәқтики мәлумати бир - бирини инкар қилмақта.

Чегра сақчилири: бу йәрдә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики йүз берип бақмиди

Қонҗирап чигра еғизиниң тағарма сақчи понкитидики исмини ашкарилашни халимайдиған бир хитай сақчи, бу йәрдә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики "йүз берип бақмиди, бундақ әһвалларға йолуқуп бақмидуқ," дәйду. Тағарма алтун һилалай райони билән хошна ташқорған наһийисиниң пакистан, афғанистан чигрисидики муһим өтиңи. Мәзкур өтәңдики сақчи понкитиниң бир уйғур хадими болса мухбиримизға юқириқи хитай сақчисиниң сөзлирини тәстиқлиди.

Хитайниң зәһәрлик чекимликкә қарши омуми күрәш вәзийитидин үмидвар болуп кәткили болмайду

Җоңго билән чигрилинидиған вә шәрқий җәнубий асияда лаос, берма, тайландниң җәнуби қисимидики алтун үч бурҗәк райони, хитай зәһәрлик чекимлик базирини мал билән тәминләйдиған асаслиқ мәнбәә, дәп қарилидиған район.

Чен сүнйиниң әскәртишичә, җоңго зәһәрлик чекимликкә қарши күрәшни күчәйткән вә бир қатар тәдбирларни алғандин кейин, базарда зәһәрлик чекимлик йитишмәслик җиддичилики йүз бәргән вә хероин баһаси 30 - 35 пирсәнткичә өрлигән. Лекин у, бу вәзийәтниң келип чиқишида шәрқий җәнубий асиядики әпйүн екинзарлиқларни вәйран қилишниң төһписи болуши мүмкин, дәйду.

Б д т ниң мәлуматиға қариғанда 2005 - йили бермида әпйүн екинзарлиқи 2003 вә 2004 - йиллириға қариғанда 23 пирсәнт азайған, лаустики әпйүн ишләпчиқириш 43 пирсәнт кемәйгән вә тайланд билән вейтнам әпйүнзарлиқларни бузуп ташлиған. Лекин чен сүнйиниң әскәртишичә, җоңгониң зәһәрлик чекимликкә қарши омуми күрәш вәзийитидин үмидвар болуп кәткили болмайдикән.

Хитайниң мәқсити башқа

Зәһәрлик чекимлик әткәсчилириниң шәһәрләрдики йеза аққунлирини нишанға алғанлиқини тәкитлигән чен сүнйи, "зәһәрлик чекимликниң көп қисими афғанистан вә алтун үч бурҗәк районидики лаус, берма қатарлиқ дөләтләрдин кирмәктә вә қара гуруһлар өзини қораллар билән мудапиә қилмақта," дәйду.

Униң әскәртишичә, 2005 - йили афғанистандин киргән вә шинҗаң, гуаңдоң, бейҗиң қатарлиқ җайларда пишшиқлап ишләнгән хероин әткәсчилики билән мунасивәтлик дилолар җоңго даирилири тәрипидин паш қилинди. Лекин чен сүнйиниң бу һәқтидики баянатиға бәзи көзәткүчиләр гуман билән қаримақта.

Чен сүнйиниң мәлуматини ишәнчлик дигили болмайду, дәп тәкитлигән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай шәрқий түркистан тәшкилатлирини зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән бағлимақчи, дәйду. Лекин чен сүнйиниң әскәртишичә, бир қанчә йиллар илгири хитай сақчи даирилири уйғур аптоном районида йилиға алтун һилалай райони билән мунасвәтлик 2 дин 3 кичә зәһәрлик чекимлик дилосини паш қилған болса, 2005 - йили 8 - 9 дилони паш қилған. У, хитай бойичә зәһәрлик чекимлик хумарлириниң 700 миңға йетидиғанлиқини, 2005 - йили 298 миң кишиниң мәҗбури даваланған вә 70 миң кишигә әмгәк билән өзгәртиш тәрбийиси елип берилғанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.