Зәһәрлик чекимлик уйғур ели арқилиқ хитайға йөткиливатамду яки хитай өлкилиридин уйғур елигиму?


2006.07.20

Йеқиндин буян хитай даирилири зәһәрлик чекимликкә зәрбә бериштә "алтун һилал ай " аталғусини бәкрәк тәкитлимәктә. Хитай зәһәрлик чекимликләрни чәкләш комитетиниң муавин секритариму 6 - айниң 22 - күни ечилған ахбарат елан қилиш йиғинида "алтун һилал ай райониға җайлашқан афғанистан дунядики әң чоң әпйүн ишләпчиқириш базиси, зәһәрниң у җай арқилиқ хитайға тошулушиму барғанчә җиддий мәсилигә айланмақта. Хәлқарадики чоң зәһәр әткәсчилири шинҗаңни түгүн қилип туруп алтун һалал айдин йәниму көпләп зәһәр киргүзүшни пиланлимақта. Биз буниң алдини елишимиз керәк" дәп билдүргән.

Хитай: "зәһәрлик чекимлик шинҗаңдин хитай өлкилиригә йөткәлмәктә"

Бу баянлар бир қанчә күндин буян хитайниң хәлқара авангарт йетәкчилири гезити шинлаң тори қатарлиқ мәтбуатлирида елан қилинған бир қисим мақалиләрдә тәкитләнди. Мәзкур мақалиләрдә "алтун һилал ай" райониниң хитай өлкилиригә зәһәрлик чекимлик йөткәшниң йеңи мәнбәси болуп қалғанлиқи, буниңда уйғур елиниң зәһәр йөткәшниң түгүни болуп қалғанлиқи көрситилгән болуп, мақалидә "уйғур ели оттура асия һәмдә җәнуби асиядики җәмий сәккиз дөләт билән чегридаш, шундақла 17 чегра еғизи бар. Уйғур ели оттура асия, җәнубий һәмдә ғәрбий асияларниң муһим иқтисадий, иҗтимаий алақә ишики һесаблиниду. Шуңа, бу җай хәлқара зәһәрлик чекимлик әткәсчилириниң хитай ичи һәмдә өз ‏- ара дөләт һалқип зәһәр әткәсчилики қилиш торини шәкилләндүрүшкә әң әплик җай дәп қаралмақта. Нөвәттә улар ‘алтун һилал айзәһәр боюмлирини үрүмчини түгүн қилған асаста гуаңҗу, шаңхәй қатарлиқ чоң шәһәрләргә йөткәп, шинҗаңни алтун һилал ай зәһәрлириниң тарқитиш түгүнигә айландурмақчи. Алтун һилал ай арқилиқ шинҗаңға киргән зәһәрлик чекимликләрниң бир қисми шинҗаң ичидә истимал қилинғандин сирт, қалғини зәһәр йөткигүчиләр тәрипидин җуңгониң ичкий қисмиға йөткәлмәктә" дейилгән.

Хитай: зәһәрлик чекимликниң ямришиға уйғурлар сәвәбчи

Шундақла мақалидә йәнә, уйғур ели җамаәт хәвпсизлик назаритиниң баянини мисалға елип " шинҗаңлиқларниң зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән шуғуллиниши барғанчә еғирлашмақта, һазир җуңгониң йүннән қатарлиқ җайлирида зәһәр содиси билән шуғуллиниватқан уйғурларниң сани нәччә миңға барди. Уларниң арисида аилә, җәмәт, горуһлар бойичә зәһәр билән шуғуллиниватқан бар. 2000 - Йилидин 2005 - йили синтәбиргичә 13 өлкә һәм шәһәрдә җәмий 6284 нәпәр зәһәр әткәсчилири қолға чүшти "дейиш арқилиқ зәһәрлик чекимликниң хитайда ямришиға уйғур елиниң һәм уйғурларниң муһим сәвәб болуватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Әмма, әксичә йиллардин бери уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийитигә даир игә болған учурлиримиз шундақла инкас қилғучиларниң сөзлиригә асасланғинимизда зәһәрлик чекимликниң уйғур елигә асасән йүннән арқилиқ кириватқанлиқи мәлум.

Хитяға кириватқан зәһәрлик чекимлик уйғурлар арқилиқму?

Дәрвәқә уйғур ели зәһәрлик чекимлик мәсилиси бир қәдәр еғир район шундақла алтун һилал ай аталған хәлқарадики чоң зәһәр базисиға чегра. Әмма буниң биләнла хитай өлкисигә тарқалған зәһәрлик чекимликниң уйғур ели арқилиқ уйғурларниң қоли арқилиқ кириватқанлиқини һөкүм қилишқа боламду?

Биз бу қарму ‏- қарши йәкүнләрниң қайсисиниң әмәлийәткә йеқинлиқи, зади зәһәрлик чеклимлик уйғур елидин хитай өлкилиригә тошуливатамду яки хитай өлкилири арқилиқ уйғур елигә кириватамду дегән зиддийәтлик соалларға җаваб елиш үчүн уйғур елидики зәһәрлик чекимликкә қарши туруш җамаәт хәвпсизлик тармақлири билән алақилаштуқ.

Үрүмчидики мәлум җамаәт хәвпсизлик идарисидин зәһәр чәккүчиләрни тутушқа мәсул бир уйғур сақчи телефонни елип бу һәқтә бизгә җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти.

Биз йәнә афғанистан чегрисиға йеқин қәшқәргә қарайдиған мәлум җамаәт хәвпсизлик идарисиниң зәһәр чәкләш сақчи әтрити башлиқи билән алақилаштуқ. У киши алтун һилал айдин киргән зәһәрлик чекимликләрниң уйғур ели арқилиқ хитайға йөткиливатқанлиқини пүтүнләй инкар қилди һәмдә уйғур елигә кириватқан зәһәрниң мәнбәсиниң йүннән икәнликини ейтти.

Нөвәттә уйғур елиниң вәзийитидин һәмдә зәһәрлик чекимлик вәзийитидин хәвәрдар уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғур елидә зәһәрлик чекимликкә зәрбә бериштә немә үчүн хитай өлкилиридин зәһәрниң киришини қаттиқ чәкләш тәдбирлирини қолланмай, әксичә тәдбир қоллиниватқанлиқиға нарази болуватқан болуп, улар хитай һөкүмитиниң уйғур елини зәһәрлик чекимликниң хитайға тарқилиш түгүни қилип көрсәткәнликидә сиясий ғәризи бар дәп мулаһизә қилишмақта. Бу һәқтә әтики пирограмлиримиздин мәлуматлар аңлиғайсиз. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.