Хитай һөкүмити тунҗи қетим зәһәрлик чекимликкә қарши туруш җәһәттә қанун чиқармақчи
2006.08.24
Хитай һөкүмити зәһәрлик чекимликкә қарши туруш қануни чиқириш қарарини бекиткәндин кейин, хитай хәлқ қурултийи бу һәқтә мәхсус музакирә елип беришкә башлиди. Музакирә җәрянида, хитай җамаәт хәвпсизлик министирликиниң муавин министири җаң шенфең хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң әзалириға "һазир биз зәһәрлик чекимликни контрол қилиш җидди бир вәзийитигә дуч кәлмәктимиз. Шуңа биз үчүн бу қанунни чиқириш наһайити муһим әһмийәткә игә", дәп көрсәтти. У йәнә зәһәрлик чекимликниң хитайға асасән алтун үч бурҗәк районидин киридиғанлиқини һәмдә буниң зәһәрлик чекимликни чәкләш хизмитигә зор тәһдит боливатқанлиқини билдүрди.
Хитайда зәһәрлик чекимлик мәсилиси еғир
Хитай һөкүмәт даирлири тәрипидин берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, һазир хитайда, зәһәрлик чекимликкә бериливатқанлар сани 700 миңдин ешип кәткән һәмдә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики берма, лаусни өз ичигә алған алтун үч бурҗәк вә афғанистан, пакистан чегрисидики "алтун һилалай" районидин келидикән.
Хитай шинхуа ахбарат агентлиқи тәрипидин берилгән хәвәрдә "зәһәрлик чекимликниң алдини елиш һәққидики йеңи қанунда сақчиларға пойиз истансиси, аптобус бекити вә чегра еғизлирида кишиләрни вә уларниң йүк - тақлирини ахтуруш һоқуқи берилгән, " дәп көрситилгән. Мәзкур хәвәрдә йәнә 2005 - йили хитай бойичә 60 миң адәмниң зәһәрлик чекимлик әткәсчилики сәвәбидин қолға елинғанлиқини шундақла 17 йерим тонна зәһәрлик чекимликниң сақчилар тәрипидин қолға чүшүрүлгәнлики алаһидә тәкитләнгән.
Хитай һөкүмитиниң 2006 - йиллиқ зәһәрлик чекимликни чәкләш доклатида көрситилишичә, бултур йил ахириға қәдәр, хитайдики тизимликтики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр сани 1 милйон 160 миңдин ашқан болуп, һәр йили 20% тин көпәйгән.
Мәзкур доклатида йәнә, 1980 - йилидин буян, хитайдики зәһәрлик чекимлик түпәйлидин өлгәнләр саниниң 490 миңдин ешип кәткәнлики һәмдә 2010 йилиға барғанда, мәзкур санниң изчил һалда өрләйдиғанлиқи тәкитлинип, " әгәр җидди чара тәдбирләр қоллинилмайдикән, вәзийәт техиму начарлишиду " дәп көрситилгән.
Хитайдики зәһәрлик чекимлик мәсилисини пәқәт қанун бекитиш биләнла бир тәрәп қилғили болмайду
Көплигән анализчилар " хитайдики зәһәрлик чекимлик мәсилисини пәқәт қанун бекитиш биләнла бир тәрәп қилғили болмайду. Әгәр хитай һөкүмити зәһәрлик чекимликниң алдини алимиз дәйдикән, алди билән өз һөкүмранлиқ түзүмини өзгәртип, назарәт қилиш күчини йетәрлик күчәйтиши керәк, әгәр бундақ қилмайдикән, миң қанун бекиткән биләнму бәрибир мәсилә йәнила йилтизидин һәл қилинмайду" дәп билдүрмәктә. Бу һәқтә әйни чағда зәһәрлик чекимлик мәсилиси һәққидә мәхсус тәнқиди мақалә йезип, өз ой пикирлирини оттуриға қойған америкидики уйғур зиялиси сидиқ һаҗи әпәнди мәзкур мақалисиниң асаси мәзмунини сөзләп келип, уйғур елидики зәһәрлик чекимлик мәсилисиниң хитай өлкилиригә қариғанда техиму мурәккәп вә еғир икәнлигини тәкитлиди.
Сидиқ һаҗи әпәнди сөзиниң ахирида йәнә "хитай һөкүмити уйғур елидики зәһәрлик чекимлик мәсилисини бир тәрәп қилишта, үнүмлүк чарә -тәдбирләрни қоллиниш бир яқта турсун, әксичә динни чәкләш қатарлиқ нурғун тосалғуларни яритип, кишиләрни әхлақтин нери қилип зәһәрлик чекимликниң мәзкур районда күнсери ямрап кетишигә йол ечип бериватиду " дәп билдүрди. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аниларни алвастиға айландурған сәвәб немә?
- 25 Нәпәр уйғур аял зәһәр йөткәш җәрянида бирақла тутулди
- Уйғур сиясий паалийәтчилири зәһәрлик чекимлик йөткигән уйғур аяллириниң мәсилисигә қандақ баһа бериду ?
- Хитай зәһәрлик чекимликни баһанә қилип туруп, уйғурларға зәрбә беришни күчәйтмәктә
- Зәһәрлик чекимлик уйғур ели арқилиқ хитайға йөткиливатамду яки хитай өлкилиридин уйғур елигиму?