Хитайдики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани 790 миңға йәтти
2005.06.27
Хитай һөкүмити, хәлқара зәһәрлик чекимликни чәкләш күни мунасивити билән хитайдики бир қанчә чоң шәһәрләрдә зәһәрлик чекимликләрни көйдүрүш паалийәтлирини елип бериш арқилиқ, һөкүмәтниң зәһәрлик чекимликни чәкләштики ирадисини намаян қилишқа тиришти.
Хитай зәһәрлик чекимликни чәкләш комитетиниң доклатиға қариғанда, хитайда һазир зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани 790 миңға йәткән болуп, буниң арисида 70٪и 35 яштин төвән яшлар икән. Шундақла охшаш йиңнини ишлитип әйдиз виросини юқтурувалған зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр болса, буниң 41.3٪ Ни игиләйдикән. Әмма франсийә ахбарат агетнлиқиниң хәвригә асасланғанда, нөвәттә бәзи анализчилар хитайдики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр саниниң һөкүмәт елан қилғандин көп җиқ икәнликини билдүргән.
Хитайниң бир туташ тәшвиқати астида үрүмчи шәһәрлик зәһәрлик чекимликни чәкләш комитетиму үрүмчиниң қизилтағ бағчиси ичидә зәһәрлик чекимликләрни көйдүрүш паалийитини елип барған.
Һазир уйғур елидики зәһәрлик чекимлик әһвали наһайити еғир болуп, охшаш йиңнини ишлитиш сәвәбидин нөвәттә әйдиз виросиниң тарқилишиму бир қәдәр тез болмақта. Бу һәқтә тохталған канада уйғур бирләшмисиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди уйғур елида зәһәрлик чекимликниң алдини елиш үчүн үнүмлүк чарә қоллинилмайватқанлиқини билдүрди.
Анализчилар: қаттиқ зәрбә бериш усули мувапиқ йол әмәс
Хитай һөкүмитиниң 1950 - йилларда зәһәрлик чекимликни қандақ қилип ғәлибилик чәклигәнлики һәққидә тохталған хитай җәмийәтшунас мав йүши әпәнди, у чағларда хитайниң кишиләрниң әркинликини боғуш вә қаттиқ зәрбә бериш усули билән зәһәрлик чекимликни контрол қилип кәлгәнликини, әмма буниң һәгизму тәрғип қилишқа болидиған усул әмәсликини билдүрди. У мундақ деди:
"У чағда адәмләрниң кишилик һоқуқи анчә йоқти. Әмма һазир кишиләрниң һоқуқи барғансери кеңийип меңиватиду. Бурунларда зәһәрлик чекимликкә охшаш яман ишлар җиқ көрүлмәйтти, әмма һәққаний, тоғра ишларму йоқти. Ишқилип, һөкүмәт бәк чиң тутувәткәнликтин кишиләрниң һечқандақ һоқуқи болмиған. Әмдиликтә болса, әркинлик хели қоюп берилгәндин кейин, нурғун яхши ишларму болди һәмдә униңға қошулуп яман ишларму охшашла көрүлүватиду. Шуңа мениңчә қаттиқ зәрбә бериш бир яхши чарә әмәс. Қаттиқ зәрбә бериш дегәнлик, җинайәт садир қилған киши өзи мәсулийәтниң һәммисини үстигә алсун, буниңда җәмийәтниң хаталиқи йоқ дегәнлик. Мана бу қараш пүтүнләй хата".
Хитай 20 гә йеқин зәһәрлик чекимлик җинайәтчисини атти
Хитай мәтбуатлирида ашкарилинишичә, хитай һөкүмити кона адити бойичә "хәлқара зәһәрлик чекимликни чәкләш күни" һарписида хитайниң һәр қайси җайлиридин болуп, аз дегәндә 20 гә йеқин зәһәрлик чекимлик җинайәтчисини етип ташлиған.
Хәлқарадики өлүм җазасиға қарши бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу ипадисигә толиму нарази болуп, бу һәқтә хитайни көп қетим әйиблигән иди. Италийидики өлүм җазасиға қарши бир тәшкилатниң йеқинда чиқарған доклатида көрситилишичә, 2004 - йили пүтүн дуняда 5476 киши өлүм җазаси билән өлтүрүлгән болуп, буниң арисида 5 миңдин көпини хитай һөкүмити һәр хил җинайәтләр билән қарилап етип ташлиған. Нөвәттә дуня бойичә әң көп адәм атидиған хитай һөкүмитиниң бу қаттиқ қоллуқ сияситиниң үнүми үстидә түрлүк бәс-муназиләр болмақта.
Рән богоң: зәһәрлик чекимлик вәзийити қисқа мәзгил ичидә яхшиланмайду
Зәһәрлик чекимликни чәкләш мәсилисидә зияритимизни қобул қилған америкиниң охайо шитатидики толедо университетиниң профессори рән богоң, қисқа мәзгил ичидә хитайниң зәһәрлик чекимлик вәзийитидә яхшилиниш көрүлмәйдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Һәр қандақ бир мәсилә хитайда йүз бәргәндә, у наһайити мурәккәп болуп кетиду. Чүнки хитайниң нопуси бәк көп вә йери кәң болғачқа мәсилиләрму наһайити мурәккәп болиду. Мениңчә кәлгүси қисқа мәзгил ичидә зәһәрлик чекимликни чәкләш вәзийитидә һечқандақ илгирләш болмайду. Һәтта техи бу әһвал еғирлап, зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани техиму көпийиши мумкин".
Нөвәттә, хитайда зәһәрлик чекимликниң алдини елиш җәһәттә нурғун кәмчилик вә йетәрсизликләр мәвҗут болуп, хитай өзи чиқарған мәлуматқа қариғанда, һазир зәһәрлик чекимликни ташлатқузуш орунлиридики кариватлар пәқәт буниңға еһтияҗ кишиләрниң аран 1/6 игә йетидикән. Униң үстигә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң 1/5 и әйдиз вируси билән юқумланғучилар болуп, зәһәрлик чекимликни ташлатқузуш орунлириниң буларни айрим тутуш җәһәттики әслиһәлири толиму начар икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики әйдиз гуруппилири шәхси мәнпәәти үчүн хизмәт қилмақта
- Хитай һөкүмити әйдиз паалийәтчилириниң һәрикитигә тосқунлуқ қилмақта
- Америка, хитайға әйдизниң алдини елиш үчүн 30 милйон доллар ярдәм қилмақчи
- Истратегийә тәтқиқат мәркизи - уйғур ели әйдиз әһвалиниң еғирлиқи хитай бойичә иккинчи орунда
- Уйғур елидә зәһәрлик чекимлик мәсилиси йәниму еғирлимақта