Уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийити җиддий тәдбир қоллинишқа муһтаҗ
2005.07.19
19- Июл, тәңритағ тор бетидин ашкарилинишичә, зәһәрлик чекимликкә қарши туруш тема қилинған тәшвиқат һөҗҗәтлик филими " ақ -қара хатириләр", уйғур елидә -18 июлдин башлап қоюлушқа башлиған болуп, филимда һәр хил йоллар билән зәһәрлик чекимликкә өгинип қалған бир қанчә яш өсмүрниң кәчүрмишлири тәсвирләнгән болуп, уларниң зәһәрлик чекимликкә берилгәндин кейинки ечинишлиқ ақивәтлири арқилиқ, зәһәрлик чекимликниң инсанниң һаяти вә турмушиға, аилә һәмдә җәмийәткә қандақ еғир апәтләрни елип келидиғанлиқи йорутулған.
Һөҗҗәтлик филимниң муқәддимә қисмида көрситилишичә, нөвәттә хитайда зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр 1милйон 140миңға йәткән болуп, уларниң ичидә 35яштин төвәнләр 70٪ни игиләйдикән. Шуңиму мәзкур филимдә яш - өсмүрләргә зәһәрлик чекимликниң зиянлиқлиқини тонутуш асасий тема қилинған.
Уйғурларда 10 йилдин буян зәһәрлик чекимлик мәсилиси еғирлап бармақта
Уйғур елиму 10 йилдин буян хитай бойичә зәһәрлик чекимлик мәсилиси әң еғир һесаблинидиған җайларниң бири болуп кәлмәктә, шундақла у йеқинқи йилларда әйдиз мәсилиси билән зич бағланған интайин җиддий бир мәсилигә айланди.
Униң үстигә уйғурларни әндишигә селиватқини, уйғур яшлириниң зәһәрлик чекимликкә берилиш әһвалиниң барғанчә еғирлишиватқанлиқидур. Истатистикилиқ мәлуматларға қариғандиму уйғур елидә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң 90٪тин көпрәки уйғурлар икән.
Зәһәрлик чекимликни ортақ шпирис арқилиқ уруш йоли билән, уйғур яшлирида өз ара әйдиз вируси билән юқумлиниш әһвалиму барғанчә еғирлаватқан болуп, тәкшүрүшләргә қариғанда, уйғур елидә байқалған әйдизләрниң 93٪тин көпрәки мушу йол билән әйдизни юқтурувалған.
Уйғур елидә зәһәрлик чекимлик вәзийитиниң контролға елинмаслиқи йәнила мүҗимәл бир мәсилә
Хитай һөкүмити уйғур елидә зәһәрлик чекимликни чәкләш үчүн тәшвиқат тәрбийилирини елип бериш, һәр йилқи зәһәрлик чекимликкә қарши туруш күнлиридә зәһәрлик чекимлик әткәстчилиригә қаттиқ җаза қоллиниш, йилда зәһәрлик чекимлик мәсилисигә аит санлиқ доклатларни елан қилиш һәмдә зәһәрлик чекимлик ташлатқузуш орни қурушқа охшаш вастиләр билән уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик вәзийитини контрол қилишқа урунуватқан болсиму, буниң һечқанчә үнүм бәрмәйватқанлиқини, мәтбуатлардики санлиқ доклатлар, шуниңдәк уйғур елиниң зәһәрлик чекимлик шундақла әйдиз вәзийитидин көрүвелиш тәс әмәс.
Бизниң зәһәрлик чекимлик ташлатқузуш орниға қаратқан зиярәтлиримиздинму уйғур елидә зәһәрлик чекимлик вәзийитиниң еғир болуши билән тәң, сақчи яки һөкүмәтниң мунасивәтлик тармақлириниң зәһәрлик чекимликни контрол қилишта күчиниң йетишмәйватқанлиқи, шундақла буниң сәвәблириниң интайин мүҗимәл икәнлики мәлум, һәтта зәһәрлик чекимлик чәкләшкә мәсул сақчиларму буниңға ениқ җаваб берәлмәйду.
Хитай һөкүмитиниң җидди тәдбир қолланмаслиқи тәнқиткә учримақта
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә зәһәрлик чекимликни контрол қилишта үнүмлүк тәдбир қолланмай, әйдизгә охшаш еғир җәмийәт мәсилилириниң барғанчә кеңийишигә сәвәб болғанлиқи хәлқарадики зәһәрлик чекимлик һәмдә әйдизгә қарши тәтқиқат елип бериватқан җәмийәт һәмдә мутәхәхсисләрниңму әндишисини қозғиған болуп, бу һәқтә америка җон хопкинис ониверстетиниң әйдиз мутәхәссиси бейир кирис әпәнди, уйғур елидә зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң алаһидә көплики шундақла асасий санни уйғурларниң тәшкил қилидиғанлиқидәк мәсилиниң диққитини тартқанлиқи, бирақ хитай һөкүмитиниң уйғур елидә зәһәрлик чекимлик вәзийити еғирлашқан 10 йилдин буян, немә үчүн үнүмлүк бир тәдбир қолланмиғанлиқини чүшинәлмигәнликини ипадиләп, "хитай һөкүмити әйдизгә охшаш еғир мәсилиләрниң мәнбәси болған зәһәрлик чекимликниң мәнбәсини тосушта җиддий тәдбир қоллиниши, җәмийәттә зәһәрлик чекимлик билән шуғулланғучиларниң чекимлик ташлишиға көпрәк ярдәм бериши, зәһәрлик чекимлик арқилиқ әйдизгә охшаш кесәлликләрниң алдини елишта бир қетимлиқ шпирис тарқитишқа охшаш, әмәлий ишлар қелиши керәк, бу мәсилигә пәқәт санлиқ мәлумат чиқирип қоюшла купайә қилмайду" дәп билдүрди.
Биғубар яш- өсмүрләр зәһәрлик чекимликниң қурбаниға айланмақта
Уйғур елидә кишини әндишигә салидиған йәнә бир мәсилә, зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң, зәһәрлик чекимликниң зиянлиқини билмәй туруп зәһәрлик чекимликкә өгинип қелиши шундақла, яш өсмүрләрниң башқа кишиләрниң алдиши яки мәҗбурлишиға охшаш васитиләр билән зәһәрлик чекимликкә өгинип қелиши болуп, бу мәсилә һәтта зәһәрлик чекимликкә қарши туруш тәшвиқатиниңму унчә үнүм бәрмигәнликини көрситип турмақта.
Бу һәқтә 16 йешида зәһәрлик чекимликкә өгүнүп қалған һазирғичә бир қанчә қетим мәҗбури ташлатқузуш орниға кирипму йәнила зәһәрлик чкимликтин қутулалмиған бир уйғур яш өкүнүш ичидә башқа яш өсмүрләрни һәргиз өзи маңған йолға меңип қалмаслиққа чақирған иди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әйдизниң алдини елишта, аяллар техиму көңүл бөлүшкә муһтаҗ
- японийидә ечилған хәлқара әйдиз йиғини аяқлашти
- Хитайдики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң сани 790 миңға йәтти
- Хитайдики әйдиз гуруппилири шәхси мәнпәәти үчүн хизмәт қилмақта
- Хитай һөкүмити әйдиз паалийәтчилириниң һәрикитигә тосқунлуқ қилмақта