Америка кеңәш палата әзаси хитайни әйиблиди


2007.08.15

14- Авғуст сәйшәнбә күни америкидики әң чоң оюнчуқ ширкити маттел өзи базарға салған оюнчуқларда бихәтәрлик мәсилиси садир болғанлиқи сәвәблик, пүтүн дуня миқясида 18 милйон данидин артуқ балилар оюнчуқини йиғивелиш уқтуруши чиқарди.

Мәзкур ширкәт, мушу айниң бешида хитайда ишлитип өзи базарға салған 1.5 Милйон данә балилар оюнчуқлирини охшаш сәвәбләр түпәйли йиғивалған болуп, мәлум болушичә мәзкур оюнчуқларда балиларниң саламәтликигә зәхмәт елип келидиған зәһәрлик мадда, қоғушун байқалған.

Аз миқдардики магнитму интайин хәтәрлик

Америка истемалчилар бихәтәрлики комитетиниң рәиси нәнсий норд бу нөвәт йиғивелиш уқтуруши чиқиришта, бәзи оюнчуқларда қоғушун арилашқан сир, бәзилиридә аҗрап чиқип кетидиған магнит увақлири байқалғанлиқидин ибарәт икки хил сәвәб барлиқини вә аз миқдардики магнитниңму интайин хәтәрлик икәнликини билдүрди вә: " комитетимиз магнит увақлириниң хәтири һәққидә агаһландуруш берип келиватқиниға бир йилдин ашти. Әгәр бир- икки тал магнит ютувелинса, үчәй йолида яллуғ пәйда қилиду, үчәйни тешиветиду яки һәзим йоллириниң тосулуп қелишини кәлтүрүп чиқириду" деди.

Дик дурбин ":әмди әмәлий һәрикәт қоллинидиған пәйт кәлди"

Мушу мунасивәт билән америка кеңәш палата әзаси, демократ дик дурбин баянат елан қилип, хитайни таварларниң бихәтәрлики мәсилисидә әйибләп, оюнчуқ завутлири башқиларниң тәкшүрүшни чоқум актип һалда қобул қилиши керәк икәнликини тәкитлиди.

Дик дурбин баянатида, һәр һәптидә дегүдәк бир қетим хитай ишлигән оюнчуқларни йиғивелиш уқтуруши чиқиватқанлиқини көрситип: " биз хитайниң бошаң бихәтәрлик өлчәмлиригә қарита зәрбә беришини әмди күтүп туралмаймиз. Бундақ һаләт, йәнә көплигән балилар вә аилиләр хәтәргә йолуқушидин илгири чоқум тохтиши керәк." Деди.

У йәнә, " бу бир җиддий мәсилә. Мән хитайдин келидиған барлиқ сирланған балилар мәһсулатлири чоқум вақитлиқ тутуп қелинип тәкшүрүлүши керәк дәп ойлаймән" дәп оттуриға қойди.

Кеңәш палата әзаси дик дурбин түнүгүн елан қилған баянатида, бу қетимлиқ йиғивелиш уқтурушиниң импорт қилишта мәвҗуд болуп туруватқан мәсилиләрни рошәнләштүргәнликини, бихәтәрлик өлчими төвән дөләтләрдин мал импорт қилғанда балилар вә аилиләрниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн һошярлиқни техиму өстүрүшниң интайин зөрүр икәнликни оттуриға қойди вә: "биз импорт қилинидиған малларға нисбәтән иҗабий бихәтәрлик өлчәмлиригә моһтаҗ. Истемалчилар бихәтәрликни қоғдаш комитети өз хизмитиниң һөддисидин чиқиши керәк. Әмди сөзлишидиған пәйт кәтти. Әмәлий һәрикәт қоллинидиған пәйт кәлди" деди.

Доб екерт ": кәскин һәрикәт қоллинимиз"

Маттел ширкитиниң башлиқи доб екерт, бу һадисидин чоңқур әпсуслинидиғанлиқини, үмидсизләнгәнликини вә мушу мунасивәт билән ата- анилардин әпу сорайдиғанлиқини билдүрди һәмдә: "биз билән тохтамлашқучилар, қаидигә хилаплиқ қилғанлиқи сәвәблик системимизда нуқсан көрүлди. Биз буниңға қарита кәскин һәрикәт қоллинимиз" деди.

Б б с мухбири кувинтин соервил, алдинқи қетим хитайда ишләнгән балилар оюнчуқларниң йиғивелиш уқтуруши чиқирилғанда хитайниң хели тиз һәрикәткә кәлгәнликини көрситип:"хитай һөкүмити көпинчә һалларда тез һәрикәт қолланмайду әмма улар кишиләрниң " хитайда ишләнди" дегән маркиға нисбәтән ишәнчини тездин йоқитидиғанлиқини тонуп йәтти" дәйду.

Өткән һәптә хитай һөкүмити, маттел ширкити йиғивелиш уқтуруши чиқарған оюнчуқларни ясиған лида ширкитиниң америкиға мал експорт қилишини вақитлиқ тохтатқандин кейин, мәзкур ширкәтниң башлиқи өткән һәптә ахири өзини олтурувалған иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.