Хитайниң һәрбий парахотлири шәрқий деңизда японийә билән талишиватқан тәбиий газ райониға киргән
2005.09.12
"Әркинлик вақит гезити" ниң 11 - сентәбир күни хәвәр қилишичә, японийидә елип берилған парламент сайлимида юниширо койзуми әпәнди көп санлиқ авазға еришип, қайтидин баш министирлиққа сайланған мушу күнләрдә, шәрқий деңизда хитай билән японийә оттурисида талаш - тартиш болуватқан җайда, техиму тәпсилирақ ейтқанда , хитай "чүншав нефитлики" дәп атаватқан җайда, хитайниң 5 һәрбий парахоти пәйда болған. Буниң ичидә хитайниң бир башқурулидиған бомба орунлаштурулған қоғлиғуч һәрбий парахоти бар.
Талаш – тартиштики енергийә мәнбәси
Йиллардин буян, японийә билән хитай оттурисида шәрқий деңизда территорийә талаш - тартиши җиддий болуп кәлмәктә. японийидики парламент сайлимида ғәлибә қилған койзуми әпәнди изчил һалда японийидә почта қануни җәһәттә ислаһат елип беришни тәшәббус қилип келиватқан иди. Бу җәрянда японийиниң нефит ачидиған бәзи ширкәтлири шәрқий деңизда тәбии газ қезишниң қануний рәсмийәтлирини өтәп болған. Хитайниң шәрқий деңизда икки дөләт оттурисида территорийә талаш - тартиши болуватқан бу җайда һәрби парахотларни орунлаштуруши наһайити бир сәзгүр вақитқа тоғри кәлгән. Ейтишларға қариғанда, хитай йәнә бир нәччә һәптидин кейин, мушу территорийә талаш - тартиши бар җайда тәбиий газ қезишни башлайду.
японийдики парламинт сайлимида ғәлибә қилған койзуми әпәнди японийә хәлқиғә японийә - америка һәмкарлиқи асасида җәнубий корийә, хитай қатарлиқ дөләтләр билән мунасивәтни яхшилашни өз ичигә алған 5 мәсилини әмәлгә ашуруш тоғрисида вәдә бәргән. Әмди койзуми һөкүмитиниң депломатийиси вә елип баридиған ислаһатлири өзиниң мушу вәдилирини әмәлгә ашуруштин ибарәт болиду.
"Нюйорк таймис гезити"ниң баян қилишичә, японийә һөкүмити билән хитай һөкүмити оттурисидики талаш - тартишлар техи уруш қилиш дәриҗисигә йәтмигән, бәлки һазир японийә билән хитайниң тәйвән мәсилисидә мурәссәлишишниң пәйти вә шәрти пишип йәткән. Бу мәсилә хитай - японийә оттурисида һәл қилинишни күтүп туриватқан бир йошурун хәвп иди. японийә билән хитай оттурисида истратегийә җәһәттә тәңпуңлуқни сақлаш наһайити муһим иш.
Хитайниң тәһдити вә америка –японийә һәмкарлиқи
Хитайниң дөләт мудапиә университети мудапиә иниститутиниң башлиқи, җудениң нәвриси җу чеңху йеқинда америкиға қарита атом бомбиси етишни оттуриға қоюп, бу райондики зиддийәтләрни техиму кәскинләштүривәтти. Шундақла бу икки дөләтниң қариму - қаршилиқини ашуруп, уларни һәрбий тәйярлиқ мусабиқисиға башлап кирди. Бу ахир японийиниң ядро қоралларни тәрәққий қилдурушини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи ениқ.
Америка президенти җорҗи в. Буш сабиқ президент килинтонға қариғанда хитай мәсилисигә нисбәтән техиму җиддий қарап, америка билән японийә оттурисида һәрбий санаәт җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтип кәлмәктә. японийә қоғдиниш әтритиниң дөләт армийиси болушини қоллимақта. Шуңлашқа японийә америкиниң башқурилидиған бомба қалқан системисиға қатнишип, ираққа әскәр әвәткән иди. Америкиниң хитайни муһасиригә елишидиму, японийә муһим рол ойнимақта. японийиниң бултур оттуриға қойған мудапиә пиланида, японийә - америка бихәтәрлик келишимигә асасән, окинаваниң қоғдиниш күчини ашуруп, шәрқий деңизда хитайниң кеңийишини чәкләшни тәкитлигән. Шуңлашқа японийә билән америка тәйвәнни бирликтә қоғдашни мушу мәқсәтләргә йетишниң бирдин - бир йоли сүпитидә оттуриға қоймақта.
японийиниң тиришчанлиқи
"Бошүн тор бети" дә 12 - сентәбир күни елан қилинған "японийә молокка боғузини қоғдашқа киришти" намлиқ мақалидә баян қилинишичә, молокка боғузи явропа, асия вә африқа қитәлири өз- ара алақә қилидиған хәлқаралиқ деңиз қатнишидики бир муһим һалқа. Һәр йили молокка боғузидин 80 миң парахот өтиду. Бу җайдики парахот қатниши пүтүн дунядики парахот қатнишиниң үчтин бир қисмини тәшкил қилиду. Йиллардин буян, японийә " деңиз қарақчилириға зәрбә бериш" дегән нам билән бу қатнаш йолидики дөләтләргә пул вә техника җәһәтләрдин ярдәм берип кәлмәктә. Нефит баһаси өрләп кәткән һазирқи вақитта, молокка боғузиниң муһимлиқ дәриҗиси техиму юқири өрлиди. японийә һазир бу қатнаш йолидики 16 дөләт билән деңиз қарақчилиқиға қарши туруш җәһәттә учурлардин ортақ пайдилиниш вә һәмкарлишиш келишими имзалап болди. Буниңдин бурунму, японийә буйил 6 - айда малайшия билән бирликтә һәрбий мәшқ өткүзүп, деңиз қарақчилириниң һәрикәтчан парахотлирини чарлиғучи парахотлар билән "долқун пәйда қилип" тосуш, тик учар айрупиланлар билән шамал чиқирип қоғлап тутуш җәһәтләрдә нәтиҗә һасил қилған иди. (Түгиди)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай вә японийә вуйиниң токйо зияритини балдур ахирлаштурғанлиқи мәсилисидә бир- бирини әйиблиди
- японийидә һазир хитайға қарита күчлүк тәдбир қоллиниш тәшәббус қилинмақта
- Хитай, японийигә қарши намайишқа четилған 16 кишини қолға алди
- японийә хитай билән болған мунасивәтни яхшилаш үчүн басқан йәнә бир йеңи қәдәм
- Хитай -японийә мунасивитидики җиддийлик техи пәсәймиди