Хитай вә уйғур елидики йәр -земин мәсилиси һәққидики делоларниң һәммиси йәрлик һөкүмәт орунлириға четилмақта


2007.03.22

Йеқинда хитай дөләт земин байлиқи министирлиқи хитайдики йәр ‏- земин мәсилисигә аит дилолар һәққидә мәхсус доклат елан қилди. Мәзкур доклатта көрситилишичә, 2006 ‏- йилидики йәр ‏-земин мәсилисигә четилған делоларниң өзила 90 миңдин ешип кәткән һәмдә буларниң һәммиси дегидәк йәрлик һөкүмәт органлиридики һөкүмәт әмәлдарлириға четилған. Хитай дөләт земин байлиқи министерлиқиниң қанун иҗра қилиш тәптиш идарисиниң башлиқи җаң шинбав " йәр -земин қануниға хилаплиқ қилиш һәққидики дилолар удул берип һөкүмәт органлири вә һөкүмәт әмәлдарлириға тақашмақта, демәк йәр ‏- земин мәсилисиниң бу қәдәр еғирлишип кетишини йәрлик һөкүмәт өзи кәлтүрүп чиқарған" дәп көрсәтти.

юқириниң сиясити төвәндә иҗра болмайду

Шаңхәйдики йәр -земин мәсилиси адвокати лю җүнчаң бу һәқтә тохтилип, мундақ деди:

"Һазир йәр -земин мәсилисидә, мәркизи һөкүмәт билән йәрлик һөкүмәтниң мәнпәәти бирдәк болмиғачқа, бу һәқтә йүз бериватқан мәсилиләр барғансери көпәймәктә. юқиридин һәр даим ‘қаттиқ тәкшүрүш керәк’ дегән буйруқ чүшүп турғини билән, әмәлийәттә уни иҗра қилиш дегән гәп йоқ. Йәрлик һөкүмәт юқириниң сияситини иҗра қилишта наһайити устилиқ билән иш елип бариду. Улар мәйли қанунлуқ болсун яки болмисун, алди билән өзигә келидиған пайдини ойлайду. Улар давамлиқ юқириниң буйруқи дәп туруп, қанунсиз ишларни өз алдиға қанунлаштуруш, җәриманә қоюш, йәрни өткүзүвелиш қатарлиқ усуллар арқилиқ өзи билгәнни қилиду. Бу хил әһвал астида, дөләт земин байлиқи министирлиқи миң күчигини билән, йәнила амалсиз қалиду. Чүнки юқири органлар төвәнләрдә болуватқан ишларни һәргизму бир- бирләп тәкшүрүп болалмайду, чүнки йәрликниң мәмури ишлирини башқуруватқан йәнила йәрлик һөкүмәт өзи. Шуңа бу һәқтики дилолар көпәйсә көпийидуки һәргизму азаймайду ".

Уйғур деһқанлириниң йәрлирини хитай көчмәнлириниң қолиға чүшмәктә

Радиомизниң игилишичә, йеқинқи йиллардин буян, уйғур елиниң җәнубий районидики бир қисим җайларда, хитай өлкилиридин келиватқан көчмәнләр саниниң көпийиши билән, йәр земин мәсилиси техиму җиддий бир хил һаләтни шәкилләндүргән, болупму хитай көчмәнлири йәрлик һөкүмәт хадимлирини қолға кәлтүрүш арқилиқ, бинәм йәрләрдин нәччә йүз молап йәр сетивалидиған, йоли йоқ уйғур деһқанлири болса, өзиниң әслидики нәччә он мо йеригиму игә болалмай, хитай көчмәнлириниң йеригә мәдикар болуп ишләп җан бақидиған әһвал наһайити омумлишип кәткән.

Бу қетим хитай дөләт земин байлиқи министирлиқиниң елан қилған 2006 ‏- йиллиқ доклатида көрситилишичә, өткән бир йил ичидә йүз бәргән йәр -земин мәсилисигә аит 90 миңдин артуқ дилолар арисида, һәтта өлкә дәриҗилик рәһбәрләргә четилған дилоларму бар болған. Лекин партийә интизам түзүми бойичә бир тәрәп қилинғанлар пәқәт 1% ни игилигән.

Йеқинда бейҗиңда ечилған хәлқ қурултийиниң сиясий кеңәш йиғиниға қатнашқан вәкилләрму хитайда күндин -күнгә еғирлишиватқан йәр -земин мәсилиси һәққидә тохтилип, "һазир йәр ‏- земин йәрлик һөкүмәтниң банкисиға айланди. Йәрлик һөкүмәт хадимлири хәлқниң йәр -земинини өзи халиғанчә башқуруп, халиғанчә тәқсим қилип, халиғанчә булаң -талаң қилидиған болди" дегәндәк пикирләрни оттуриға қойған. Мәзкур йиғинда, бир қисим ғәрбий районидики йәрлик һөкүмәт орунлириниң "йезиларни тәрәққий қилдуруш" дегән баһанә билән қанунсиз йәр игиләш қилмишлириму паш қилинған.

Радиомизниң зияритини қобул қилған қәшқәр райониниң мәлум бир йезисидики уйғур деһқанниң мәлум қилишичә, һазир мәзкур җайдики уйғур деһқанлири арисида, көчмән хитайларниң көпийиши, йәрлик һөкүмәтниң зомигәрлики вә шундақла еғир һашар әмгики түпәйлидин, өз йәр ‏- земинлирини ташлап, яққа юртларға кетидиған әһвал барғансери көпийишкә башлиған. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.