Хитай уйғур елидә 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитини елип бармақта
2005.09.19
Биз йеқинқи бир нәччә айдин буян хитай даирилириниң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән җәмийәт аманлиқини тәртипкә селиш һәрикитини күчәйтиватқанлиқи һәққидә нурғун хәвәрләрни берип кәлгән идуқ. Шундақла телефон зияритимизни қобул қилған уйғур елиниң ақсу, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлиридики җамаәт хәвпсизлик идарилириму бу хәвәрни етирап қилип, уларниң һәқиқәтән юқириниң буйруқи бойичә, бу мәзгилдә бихәтәрлик хизмитини чиң тутиватқанлиқини билдүргән иди. 100 Күнлүк зәрбә бериш һәрикити
Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити 16 - сентәбир күни бу һәқтә мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини оюштуруп, уларниң 7 - айдин башлап, пүтүн уйғур елидә 100 күнлүк мәхсус түрдә тәртипкә селиш һәрикитини елип бериватқанлиқини мәлум қилди.
Йиғинда йәнә, бу 100 күнлүк һәрикәтниң асаслиқ вәзиписи, һәр қандақ хилдики қанунға хилап җинайи һәрикәтләргә қарита нөвәттики юқири бесим билән қаттиқ зәрбә бериш вәзийитини сақлаш һәмдә террорлуқ вә зораванлиқ җинайәтлиригә зәрбә беришни техиму күчәйтиш икәнлики оттуриға қоюлған. Буниңдин сирт йәнә, җәмийәткә тарқилип кәткән қорал-ярақ вә партлатқуч боюмларни барлиқ күч билән контрол қилиш вә мусадирә қилишму бу һәрикәттики муһим вәзипиләрниң бири болған.
Җ х идариси, абдулла қадир тоғрисида тунҗи қетим хәвәр бәрди
Аптоном районлуқ җ х назарити мәзкур ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә, хитайниң уйғур елидики партком секритари ваң лечүән өткән ай ашкарилиған абдулла қурбанниң делосини елан қилди. Бу, җ х идарилириниң мәзкур дело һәққидә тунҗи қетим хәвәр бериши болуп һесаблиниду.
Ваң лечүән өткән ай бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирниң башқа бир тутқун қилиш вәқәси һәққидә сориған суалиға җавабән бу делони ашкарилап қойған иди. Ваңниң ейтишичә, уйғурларниң мустәқиллиқини яқлайдиған абдулла қурбан 8 - айниң 7 - күни ақсуда, сақчилар елип барған тутқун қилиш һәрикитидә етип өлтүрүлгән вә униң башқа әгәшкүчилири сақчилар тәрипидин қолға елинған. Җ х идариси бу һәқтики хәвиридә пәқәт абдулла қурбанниң тоқсу наһийисиниң ичериқ йезисида қолға елинғанлиқини мәлум қилип, униң һаят- мамати вә униң сәбдашлириниң һазирқи әһвали тоғрисида һечнемә демигән.
Тоқсу наһийисиниң ичериқ йезисидики сақчихана хадими бу хәвәрни етирап қилған болсиму, лекин бу һәқтә тәпсилий мәлуматиниң йоқлиқини ейтти. Бу хадим сөзидә йәнә, аптоном райондин кәлгән буйруқ бойичә, бихәтәрлик хизмитини тоқсу наһийисиниң һәр қайси йезилириғичә қатламму- қатлам елип бериватқанлиқини билдүрди.
Көп қисим җайлардики дело паш қилиш үнүми 100٪ болди
Аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси мухбирларни күтүвелиш йиғинида йәнә, улар елип бериватқан 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитиниң нәтиҗисини шәрһиләп, 7 -айдин 8 - айғичә болған мәзгилдә пүтүн уйғур елидә җинайи ишлар дилолириниң рошән азайғанлиқини һәмдә бу қисқиғичә 2 ай ичидә 7 миңдин ошуқ делони паш қилип, санҗи, хотән, үрүмчи вә ақсуни һесабқа алмиғанда, пүтүн уйғур елиниң башқа районлиридики дело паш қилиш үнүмини 100٪ кә йәткүзгәнликини хәвәр қилди.
Уйғур елидә узун йиллардин буян чиң тутиливатқан қаттиқ зәрбә бериш һәрикити, хитайниң башқа өлкилиридиму елип бериламду? бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ниң хитайниң башқа өлкилиридиму елип берилидиғанлиқини, әмма уйғур елидә болса, буниң шәкли өзгирип, уйғурларни бастуруш һәрикитигә айлинип қалғанлиқини билдүрди.
Бу һәрикәттин тибәтму хали қалмиди
Дилшат ришит сөзидә йәнә, хитайниң уйғур елидин башқа, тибәттиму бу хилдики қаттиқ зәрбә бериш һәрикитини елип бериватқанлиқини һәмдә муқимлиқни сақлаш нами билән елип бериватқан бу бастуруш һәрикитиниң, әксичә уйғур вә тибәт хәлқиниң наразилиқ һәрикәтлирини техиму улғайтидиғанлиқини билдүрди.
Шундақла америкидики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң шәнбә күни елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң 1 - сентәбир тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқи һарписида елип барған бихәтәрликни күчәйтиш һәрикитидә тибәт раһиби сонамни қолған алғанлиқи мәлум қилинған һәмдә бу тәшкилат хитай һөкүмитини сонамни дәрһал қоюп беришкә чақирди.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ хитай һөкүмитиниң терроризмға қаритилған икки хил өлчимини тәнқид қилди
- Қирғизистан уйғурлири 1-өктәбирни матәм күни дәп елан қилди
- Хитай һөкүмити чәрчәндә бихәтәрлик хизмитини чиң тутмақта
- 50 Йиллиқ хатириләш тәшвиқати уйғурларниң наразилиқини қозғимақта
- Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйиблиди
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Д у қ ваң лечүәнниң рабийә ханимға төһмәт чаплишиға қаттиқ наразилиқ билдүрди