Хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари җав зияң өлди
-
2005-01-17 -
-
-
Ахирқи 15 йиллиқ өмүрини аилә нәзәрбәнтидә өткүзгән хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари җав зияң, дүшәнбә күни 85 йешида бейҗиң дохтурханисида өлди.
Җав зияң, ташқи дуняда хитай иқтисади ислаһати вә ечиветиш сияситиниң баш лайиһилигүчиси, дәп қарилиду. Униң 1980 - йиллардики партийә баш секритарлиқини үстигә алған мәзгилләрдә елип барған сияси ислаһати, партийә ичидики қаттиқ қол унсурларниң ғәзипини қозғиған. Җав зияң , компартийә ичидики қаттиқ қолларниң бесимиға тиз пүкүшни рәт қилип, 1989 - йили тйәнәнмен мәйданидики оқуғучиларни қораллиқ бастурушқа қарши турған. Шу қетимқи вәқәдә тйәнәнмен мәйданидики намайишчилардин нәччә йүз оқуғучи хитай азадлиқ армийиси тәрипидин өлтүрүлгән иди.
Өркәш дөләтниң қариши
15 Йил мабәйнидә җаң зияң һәққидики хәвәрләрни елан қилиш, компартийә ичидики қаттиқ қоллар тәрипидин чәкләнгән.1989 -Йилдики тйәнәнмен демократийә һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт, җав зияң һәққидә мундақ дәйду:
"У өзи тоғра дәп қариған нәрсә үчүн әркинликидин айрилди. Бу нәрсә униң әхлақи иди. Униң әхлақи етиқадидин кәлгән. Шуниң үчүн мән уни һөрмәт қилимән. Бирақ, униң үчүн яхши пурсәтләр бар иди. У һоқуқ тутуп турғанда техиму яхши ишларни қилалайтти. Әгәр у техиму җасарәтлик болған болса, тарихни иһтимал бу киши қайтидин язған болатти. Мениңчә у пушман билән кәтти. Бәзиләр, у оқуғучиларни қоллиғанлиқи үчүн пушман қилди, дәйду. Мениңчә у оқуғучиларни немә үчүн көпрәк қоллимиғанлиқи үчүн пушман билән өлгән болуши мумкин."
Бейҗиң һөкүмити ахири дүшәнбә күни җав зияң һәққидики хәвәрләргә қаритилған чәклимини бузуп, җав зияңниң өлгәнликини шинхуа агентлиқи арқилиқ төвән муқамда хәвәр қилди. Хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқи, "йолдаш җав зияң узундин бери нәпәс йоли вә йүрәк қан томуридики кесәлликләр сәвәбидин көп қетим дохтурханида йетип даваланған. Йеқиндин бери кесәл әһвали еғирлишип, қутқузуш үнүм бәрмәй 1 - айниң 17 - күни 85 йешида бейҗиңда вапат болди." Дәп хәвәр бәрди.
Көзәткүчиләрниң қариши
Нөвәттә җав зияңниң дәпнә мурасимини қандақ өткүзүш шундақла униңға қандақ баһа бериш мәсилиси хитай компартийисиниң бешини ағритишқа башлиған.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, компартийә һакимийәт ядросидики әрбаблар, җав зияңниң дәпнә мурасими пуқраларниң компартийигә қарши аммиви наразилиқ һәрикитини қозғиветишидин әнсирәйдикән. Чүнки 1989 - йилдики тйәнәнмен демократийә һәрикити, әйни дәврдики компартийә баш секритари ху явбаңниң өлүми билән башланған.
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, сияси ислаһат елип бериш җәһәттики ирадиси җав зияңниң һаятидики әң чоң төһписи һесаблинидикән . Гәрчә у мәқситигә йетәлмигән болсиму бирақ у, өзиниң бу җәһәттики нишани үчүн кишилик әркинликидин айрилған.
Җав зияңниң сабиқ катипиниң қариши
Җав зияңниң сабиқ катипи, мәркизи комитет сияси ислаһат тәтқиқат ишханисиниң сабиқ мудири бав тоң, җав зияңни ақлап мундақ дигән:
"Мениңчә бу дәврниң тарихиға қизиқидиған һәр қандақ киши тарихий хатириләрни көрүп бақса болиду. Шу чағда, җав зияңниң дәвридә бирму сияси мәһбусниң көпәймигәнликини, бирәрму гезит жорнал яки нәшриятниң тақалмиғанлиқини көриду. Бу дәврдә бирәр кинониң чәкләнгәнлики яки бирәр әдәбий әсәрниң қанунсиз, дәп елан қилинғанлиқини учратмайду. Мениңчә йолдаш җав зияңниң бу җәһәттә һечқандақ мәсилиси йоқ."
Җав зияңниң тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитидики мәйдани
Җав зияң 1970- йилларда сичүән өлкисиниң партком секритари, 1980 йилларда хитай дөләт кабинтиниң баш министирлиқи шундақла компартийә баш секритарлиқи вәзиписини өтигән.1989 - Йили хитай компартийисиниң сабиқ баш секритари ху явбаң өлгәндә, хитай тарихида мисли көрүлмигән оқуғучилар һәрикити партлиди. Диң шавпиң, һакимийәт ядросидики қаттиқ қоллар билән алақилишип, тйәнәнмен мәйданидики демократийә һәрикитини қораллиқ бастурушни қарар қилғанғанда җав зияң бастурушни рәт қилған. У, 5 - айниң 19 - күни тйәнәнмен мәйданидики оқуғучиларни зиярәт қилғанда көз йеши қилип, "биз қерип қалдуқ, бизниң карайитимиз чағлиқ, бирақ силәр техи яш, күнләр техи узун," дәп хитап қилған иди.
Бир әдибниң қариши
Җав зияңниң сөзи компартийә ичидики тйәнәнмен демократийә һәрикитини бастуруш тәрәпдарлириниң сөз- һәрикити билән рошән селиштурма болуп қалған. Мәйами университитиниң профиссори җюн җрайер җав зияңға баһа берип мундақ дәйду:
"Җав зияң қандақла болмисун узун мәзгилгичә кишиләрниң һөрмити вә әслишигә сазавәр болиду. Чүнки, у буниңға мунасип адәм. Мениңчә кәлгүсидә 10 йилда шу дәврдики оқуғучилар һоқуқ тутқандин кейин җав зияңниң намини қайта тикләйду. Чүнки у хитайға либерализмни елип кәлгән." 1989 - Йили 5 - айниң 20 - күни компартийә ичидики қаттиқ қоллар гуруһиниң әзаси, сабиқ хитай баш министири ли пең бейҗиңда һәрбий һаләт елан қилди. Җав зияң нәзәрбәнт қилинди. Дең шавпиң, җав зияңни партийини парчилаш билән әйиблигән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай коммунистик партийисиниң сабиқ баш сикретари җав зияң өлди
- Тәйвән җав зияңниң өлүмидин кейин хитайда сиясий ислаһат елип бирилишини тәләп қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати җав зияңни нәзәрбәнддин бошитишқа чақирди
- Хитай һөкүмити тйәнәнмин мәйданидики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти
- Ню йоркта уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди
- Америкида уйғур кишилик һоқуқ йиғини өткүзүлди