Хитай, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға түрлүк йоллар билән зиянкәшлик қилмақта
2006.07.24
Чәтәлләргә чиқип сиясий панаһлиқ тәләп қилған һәрқандақ бир уйғурдин, немә үчүн туғулған вәтинини ата - анисини , уруқ - туққанлирини вә һәтта бала - чақисини ташлап ят әлгә чиқип яшашқа мәҗбур болғанлиқини сорисиңиз, уларниң иккиләнмәстинла , хитай һөкүмитиниң сиясий бесими түпәйли, мушу йолни таллашқа мәҗбур болғанлиқи һәққидики җавабға еришисиз.
Тәкшүрүш нәтиҗилиригә қариғандиму, чәтәлгә чиқип яшаватқан уйғурларниң көпинчисиниң, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан, ишсиз қалдуруш, , маарипни хитайчилаштуруш, пиланлиқ туғут сиясити шуниңдәк миллий кәмситиш қатарлиқ сиясий зиянкәшлики сәвәбидин чәтәлгә чиқип яшашқа мәҗбур болуватқанлиқи мәлум болмақта.
Ундақта , бу уйғурлар чәтәлләргә чиққандин кейин, хитайниң бесимидин қутулуп, әркин - азадә яшаш имтиязиға еришәлидиму?
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз әқидәниниң мәхсус программисидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә мухтәр тиливалдини хитайға қайтурди
- Хитай германийидин өткүзүвалмақчи болған уйғур диний зат, җуңго һөкүмәт хадими икәнликини рәт қилди
- Канада даирилириниң бихәтәрлик доклатида хитайниң җасуслуқ қилмишлири һәққидә бишарәт берилди
- Һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулиши, канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди
- Хитайниң йеңи паспорт бәлгилимиси уйғурларниң паспорт елишини асанлаштурамду?









