Хитай, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға түрлүк йоллар билән зиянкәшлик қилмақта

Чәтәлләргә чиқип сиясий панаһлиқ тәләп қилған һәрқандақ бир уйғурдин, немә үчүн туғулған вәтинини ата - анисини , уруқ - туққанлирини вә һәтта бала ‏- чақисини ташлап ят әлгә чиқип яшашқа мәҗбур болғанлиқини сорисиңиз, уларниң иккиләнмәстинла , хитай һөкүмитиниң сиясий бесими түпәйли, мушу йолни таллашқа мәҗбур болғанлиқи һәққидики җавабға еришисиз.

Тәкшүрүш нәтиҗилиригә қариғандиму, чәтәлгә чиқип яшаватқан уйғурларниң көпинчисиниң, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида елип бериватқан, ишсиз қалдуруш, , маарипни хитайчилаштуруш, пиланлиқ туғут сиясити шуниңдәк миллий кәмситиш қатарлиқ сиясий зиянкәшлики сәвәбидин чәтәлгә чиқип яшашқа мәҗбур болуватқанлиқи мәлум болмақта.

Ундақта , бу уйғурлар чәтәлләргә чиққандин кейин, хитайниң бесимидин қутулуп, әркин - азадә яшаш имтиязиға еришәлидиму?

Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз әқидәниниң мәхсус программисидин аңлаң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org