Америка хәлқара диний әркинлик комитети әзалири уйғур елидә зиярәттә болмақчи


2005.08.12

Америка хәлқара диний әркинлик комитети 19 - авғусттин 21 - авғустқичә үрүмчи вә қәшқәрләрдә зиярәттә болиду. Мәзкур комитетниң вәкиллири зиярәт һарписида, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң рәһбәрлири билән көрүшүп, улардин уйғурлар һәққидә алдин мәлумат алди.

Бу һәқтики мәлуматларни игиләш үчүн, мухбиримиз әқидә мәзкур комитет вәкиллири билән көрүшүп, уларға уйғур елиниң һазирқи әһвали һәққидә мәлумат бәргән атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим вә уйғур америка бирләшмисиниң рәиси нурй түркәл әпәндини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.