Тәйвәнлик содигәрниң майтағ һәққидики аччиқ тәсиратлири

Мухбиримиз меһрибан
2022.01.06
qaramay-dashigo-oy-cheqish-1.jpg Қарамай шәһиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан районида өйләрниң мәҗбури чеқиливатқан көрүнүши. 2014-Йили 17-июн.
Photo: RFA

Һазирчә өз исмини ашкарилашни халимиған ваң шаң тәхәллусидики тәйвәнлик содигәрниң 4-январ радийомиз хитай бөлүмигә билдүрүшичә, униң қаримайниң майтағ районидин 2000-йилларниң бешида, майтағлиқ аялиниң намида сетивалған 1200 мо йери вә хитай пулиға милйон йүән мәбләғ селип қурулған “муһит асраш завути” 2020-йили 11-айда у тәйвәндики мәзгилидә, униңға уқтурулмайла завут орни түзливетилип йери мусадирә қилинған. Әмма һәқсизликкә учриған ваң шаң хитайниң “қайта тәрбийәләш лагериға” қамилиштин әнсирәп, майтағда әрз қилиштин ваз кәчкән вә тәйвән һөкүмитидин ярдәм сориғаникән.

6-январ күни радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған ваң шаңниң билдүрүшичә, у майтағда 10 йилға йеқин турғаникән.

Униң билдүрүшичә, 2016-йили чен чүәнго келиштин илгири майтағниң вәзийити хели әркин икән. Майтағдики тиҗарити дәсләпки йилларда хитай һөкүмитиниң қоллиши вә етибариға еришкән. Әмма 2016-йилдин кейин “муқимлиқ һәммидин үстүн” сиясити сәвәблик тиҗарити чәклимигә учрапла қалмастин һәтта тәйвән кимлики болғанлиқи үчүн учриған қаттиқ тәкшүрүшләр сәвәбидин у һәтта кочиғиму хатирҗәм чиқалмайдиған әһвалда қалған.

Ваң шаңдин 2016-йилдин кейин майтағда йолуққан әһвалларни сориғинимизда, у пүткүл уйғур райони бойичә йүргүзүлгән муқимлиқ тәдбирлири сәвәблик қоршав ичигә елинған олтурақ районлар, кочиларни қаплиған тәкшүрүш понкитлири, көзитиш камералири орнитилған қатму-қат назарәт системисиниң кишиләрни вәһимигә салидиған кәйпият пәйда қилғанлиқини билдүрди.

Униң билдүрүшичә, 2016-йилдин кейин, хитайлар азсанлиқ милләт дәп атайдиған уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләр нуқтилиқ көзитиш обйектиға айланған. Илгири майтағни ават қилип турған навай-тиҗарәтчиләр туюқсизла көчүрүлүп из-дерәксиз ғайиб қилинған.

Ваң шаң майтағниң өзи турған райондики уйғур навайларниң 2016-йилдин кейин туюқсиз ғайиб қилинғанлиқини мундақ баян қилди: “мән уларниң ‛тәрбийәләш лагерлири‚ға елип кетилгәнликини әлвәттә өз көзүм билән көрмидим. Әмма майтағда нан сатидиған азсанлиқ милләт кишилири бар иди, сиз билисиз улар тонурда қақлап пишурулидиған аҗайип мәззилик нанларни сататти. Мән илгири у йәргә дәсләп барған мәзгилләрдә бу хил нанларни сатидиғанлар интайин көп иди. Кейин уларниң қоғливетилгәнликини аңлидим. Лекин улар қоғливетилдиму, яки нәгә елип кетилди буни һечким билмәйтти. Улар майтағда қамаққа елиндиму яки уларниң тиҗарәт қилишини тосуп юртлириға қоғливәттиму буму ениқ әмәс”.

Ваң шаң қаримайдики лагерлар һәққидә соралған соалимизға җаваб берип, өзиниң қаримай шәһиридин юқири сүрәтлик йолға чиқидиған еғизда тикәнлик сим тосуқлар билән қоршалған түрмигә охшайдиған җайни көргәнликини билдүрди. У бу йәрни лагер дәп пәрәз қилған болсиму, әмма кириш имканийити болмиған икән.

У йәнә майтағда өзи олтурушлуқ районға йеқин бир мәсчитниңму чеқиветилгәнликини билдүрүп мундақ деди: “майтағда мән билидиған бир мәсчит бар иди. Кейин немә үчүндур бу мәсчит чеқиветилди. Мәсчит чеқиветилгән мәзгил дәл 2017-2018-йиллар арилиқиға тоғра келиду. Әмма мәсчитниң немә сәвәбтин чеқилғанлиқи һәққидә һөкүмәт ениқлима бәрмиди. Сүрүштүрсәм, башқилар маңа азсанлиқ милләтләрниң диний етиқадини чәкләш үчүн чеқиветилгәнликини ейтишти”.

У майтағдики уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң тирикчилик әһвали вә хитай көчмәнлириниң нәзиридики уйғурлар һәққидики соалимизға җаваб берип, хитайларниң өз-ара сөһбәтлиридә азсанлиқ милләт дәп ативалған уйғурларни кәмситидиғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “мән шинҗаңда аз санлиқ милләтләргә кәмситиш муамилиси қилиниду дәп билимән. Мениңчә хитайлар уйғурларни саватсиз йәни (хитайчә билмәйду), өз етиқадиға ишиниду дәп кәмситиду. Бая сизгә ейтқиниңиздәк уларниң йәни хитайларниң нәзиридә азсанлиқ милләтләрдики яшанғанлар асасән хитайчә билмәйду, яшларму бүгүнки күнгә кәлгәндила хитайчә сөзләшкә башлиди. Илгири азсанлиқ милләт мәктәплири айрим икән, улар ана тилида оқуйдикән. Әмма бүгүнки күнгә кәлгәндә улар хитайларға қошуветилипту. Йәнә бирҗәһәттин хитайларниң нәзиридә уйғурларға пул бериш арқилиқ уларни өзи халимиған ишларни қилишқа мәҗбур қилғили болиду дәп қарилидикән. Мана бу көп сандики хитайларниң қарашлири”.

Униңдин уйғурлар һәққидики тәсиратини сориғинимизда, у мундақ җаваб бәрди: “мән билидиған уйғурлар наһайити қизғин вә меһмандост иди. Улар һәргизму хәвәр-тәшвиқатларда ейтилғинидәк зораван, әсәбий идийәдики кишиләр әмәс. Чүнки һазир учур дәври болғини үчүн уларни қарилайдиған тәшвиқатлар сәвәбидин улар һәққидә яман тәсиратлар пәйда қилинған дәп қараймән”.

Ваң шаңниң қаришичә, аз санлиқ милләтләр дәп аталған уйғурлар билән хитайлар арисидики мунасивәт илгирики мав зедоң дәвригә селиштурғанда көп йирикләшкән. У мундақ деди: “билишимчә илгирики мав дәвридә хитайлар билән йәрлик азсанлиқ милләтләрниң мунасивити хели достанә болған. 20-30 Йил ичидики өзгиришләр нәтиҗисидә хитайларда азсанлиқ милләтләргә қарита башқичә нәзәрдә қарайдиған кәмситиш хаһишлири барғанчә күчәйгән. Буни бу икки милләттики охшимиған мәдәнийәт пәрқидин болса керәк дәп қараймән. Әмма мениң нәзиримдә уйғурлар наһайити қизғин меһмандост вә ақ көңүл. Әмма немә үчүндур, у йәрдики чеғимда бәзиләрниң хәвәрлиридә уларни шунчә явуз қилип тәсвирлиши мени һәйран қалдурғаниди”.

Ваң шаңниң билдүрүшичә, 2016-йилдин кейин майтағда йолға қоюлған қаттиқ назарәт вә чәклимиләр һәм 2019-йилидин кейин корона вирусиға қарши районда йүргүзүлгән тәдбирләр уни майтағда қелип тиҗарәт қилишқа амалсиз һаләттә қойған.

Өзи вә аилисиниң бихәтәрликини нәзәрдә тутқан ваң шаң 2019-йили ахири тәйвәндә бир мәзгил туруш үчүн аилиси билән майтағдин вақитлиқ айрилған. Әмма даириләр 2020-йили 11-айда униңға хәвәр қилмастинла униң майтағдики милйон йүән хәлқ пули мәбләғ салған завутини ичидики әслиһәләр билән қошупла түзливәткән. Майтағдики 1200 мо йериму мусадирә қилинған.

Хитайниң мунасивәтлик органлириға әрз қилип нәтиҗә қазиналмиған ваң шаң өзиниң қайтидин майтағқа қайтиш нийити йоқлиғини билдүрди. У хитай һөкүмитидин йүргүзгән хата сияситини тонуп йетишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә у һазир тәйвән вә хитай һөкүмити оттурисидики васитиләр арқилиқ хитайдин төләмгә еришишни күтмәктикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.