Хитай далай ламаниң моңғолийә зияритини әйиблиди

Тибәтләрниң сүргүндики диний даһиси далай лама чаршәнбә моңғолийидики зияритини башлиған күни, хитай даирилири наразилиқ билдүрди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, хитай ташқи ишлар министири баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң далай ламаниң чәтәлдики һәр қандақ зияритиға қарши туридиған мәйданини ипадилиди һәмдә далайни " аддий вә сап диний зат әмәс" дәп көрсәтти.

Баянатта йәнә, " далай лама чәтәлләрдә бөлгүнчи паалийәтләр билән шоғуллиниватқан сүргүндики бир сиясий шәхс. Хитай һәр қандақ дөләтниң, униң юқирида ейтилған паалийәтлири үчүн мәйдан һазирлап беришигә қарши туриду" дийилгән. Моңғолийә далай ламаниң зияритини аддий көрситишкә тиришип, униң бу сәпириниң пәқәтла диний мәқсәттики бир зиярәт икәнликини тәкитлиди.

Далай лама чаршәнбә күни моңғолийә пайтәхти уланбатордики мәркизий залда диний нутуқ сөзлиди. Буниңға қатнашқан кишиләрниң сани 10 миңдин ашқан. Моңғоллар билән тибәтләр арисида күчлүк тарихий бағлиниш бар болуп, моңғоллар хелидин бери тибәтләрниң лама буддизимиға әгишип кәлгән иди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org