Тибәтниң диний даһиси далай лама қалмақистанға қилған зияритини башлиди


2004.11.29

Узундин буян тибәтниң диний даһийси далай ламани тәқәззалиқ билән күтүватқан русийиниң қалмақистан районидики хәлқләр дүшәнбә күни уни тәнтәнә ичидә күтүвалди.

Қалмақистан җумһурийитидики аһалиләрниң көпинчиси моңғуллар болуп, уларму тибәтниң лама дини асасидики будда диниға етиқат қилиду.

Күтивилиш тәйярлиқи

dalailam.jpg
Тибәтниң диний даһиси далай лама

Франсийә ахбарат агентлиқиниң дүшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, қалмақистанниң мәркизи елистадики диний җәмийәтләр далай ламаниң зиярити мунасивити билән пүтүн аһалиләрдин һарақ- тамакиға йеқин йолимаслиқни тәләп қилған һәмдә елистадики барлиқ қимарханиларни тақатқузған. Буниңдин сирт, йәрлик һөкүмәт даирилири йәнә далай лама чүшидиған җайлардики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән.

Хәвәргә қариғанда, далай ламаниң русийидики зиярити үч күн давам қилиду. Далай ламаниң алдинқи қетим қалмақистанни зиярәт қилған вақти 1992 - йили болуп, шундин бери, русийә һөкүмити хитай билән болған мунасивитиниң яманлишишидин әндишә қилип, далай ламаға виза беришни рәт қилип кәлгән иди.

Далай лама вә русийә хитай мунасивити

Америкиниң нйо-йорк штатидики хәлқара мунасивәтләр мутәхәссиси гу вейчүн хитай һөкүмитиниң әзәлдин далай ламаниң русийини зиярәт қилишиға қарши туруп, көп қетим дипломатик йоллар арқилиқ, далай ламаниң русийигә беришиға тосқунлуқ қилип кәлгәнликини билдүрди. Униң анализ қилишичә, бу қетим русийиниң далай ламаға виза бериши, русийә билән хитайниң мунасивитидә зил бир өзгиришниң барлиқидин дерәк беридикән. У мундақ деди:

"Дуняда нефит баһасиниң өрә болиши билән, русийә йеқинқи йиллардин буян нефит байлиқлирини екиспорт қилип, хели көп байлиқ топлиди. Буниң билән дипломатийидә илгирикигә қариғанда өзигә техиму ишинидиған болди. Униң үстигә, русийә хитай чегрисиниң шәрқидики талаш тартиштики районларниң игилик һоқуқи мәсилисму һәл болди. Йәнә бир тәрәптин, хитай русийидин зор миқдарда қорал сетивалиду һәмдә хитайниң қорал иһтияҗи барғансири ешиватиду. Русийә нөвәттә пайда-мәнпәәтни дәңсәп, далай ламаға виза беришниң хитай- русийә мунасивитигә анчә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқиға көзи йәткән болиши мумкин".

Хитай һөкүмитиниң далай ламаға болған қариши

Бу йил алтинчи айда, тибәт аптонум райониниң рәиси қалмақистан җумһурийитини зиярәт қилған иди. Униң билән бирликтә зиярәттә болған хитайниң москвада турушлуқ баш әлчиси лю гучаң йәрлик мәтбуатларниң зияритини қубул қилип, "далай лама диний пәрәнҗигә оринивалған бир бөлгүнчи унсур. У қәйәргила бармисун, немила сөз қилмисун, барлиқ пурсәттин пайдилинип бөлгүнчилик һәрикәтлири билән шуғуллиниду" дәп билдүргән.

Далай лама 2002 - йили моңғулийини зиярәт қилған мәзгилидә, йол үстидә русийини зиярәт қилишни пиланлиған болсиму, виза илтимаси рәт қилинған. Әйни вақитта русийә мәтбуатлири, бейҗиң һөкүмитиниң русийигә бесим ишлитип, әгәр хитай- русийә мунасивити зиянға учриса, хитайниң русийидин 3 милярд доллар қиммитидики қорал сетивелиш пиланини бикар қилиш һәққидә агаһландурғанлиқини билдүргән иди.

Хитай һөкүмитиниң инкаси

Русийә ташқи ишлар министирлиқи гәрчә өткән җүмә күни далай ламаниң зияритиниң пәқәт сап диний характерға игә икәнликини, униң һечқандақ сиясий паалийәт елип бармайдиғанлиқини билдүргән болсиму, хитай һөкүмити русийә һөкүмитиниң далай ламаға виза бәргәнликигә қаттиқ нарази болған. Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң ” далай лама бөлгүнчилик һәрикәтлири билән шуғуллиниватқан бир унсур, һәр қандақ бир дөләтниң далай ламаға бөлгүнчилик һәрикәтлири елип баридиған пурсәт яритип беришигә қарши туримиз“ дегән.

Моңғулларниң нәзиридә

Әмма баш штаби нйоюрктики җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизиниң мәсоли әнхабату, далай ламаниң бу қетимқи қалмақистан зияритиниң пәқәт будда диний тәлимати елип беришни чиқиш қилғанлиқини билдүрүп, мундақ диди:

"Далай лама өзиму паалийәтлириниң пәқәт диний характерға игиликини ениқ ейтқан. Хитай һөкүмити гәрчә униң зияритигә алаһидә сәзгүрлүк билән қараватқан болсиму, бирақ мениң қаришимчә, далай ламаниң елип баридиғини пүтүнләй диний паалийәтләр".

У йәнә, русийиниң территорийисидә қалмақистандин сирт йәнә буриятия вә тува җумһурийитидиму моңғуллар нопусиниң көп санлиқни игиләйдиғанлиқи вә хәлқиниң көп қисминиң тибәтниң будда диниға етиқат қилип, далай ламани әң алий диний рәһбири дәп тонуйдиғанлиқини көрсәтти.

Хәвәргә қариғанда, тибәтниң диний даһиси далай лама бу қетимқи зияритидә шундақла буриятия вә тува җумһурийәтлириниму зиярәт қилип, будда динидин тәлим беридикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.